Америка билән хитай сөһбәт өткүзүшни қарар қилди
2005.04.10
Америка даирилири, хитай тәрәп билән икки дөләтниң алий дәриҗилик рәһбәрлириниң сөһбитини елип беришқа қошулидиғанлиқини билдүрди.
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси ричард бавчер вашингтонда америка тәрәпниң мәзкур қарарини , йеқинда америка ташқи ишлар министири кондилиза райис хитайни зиярәт қилғанда хитай рәһбәрлири билән бирликтә бекиткәнликини тәкитлиди.
Ричард бавчерниң ейтишичә, бу, икки дөләтниң тунҗи қетим бирликкә кәлкән асаста бәргән қарари болуп, икки тәрәп бир қатар сиясий вә иқтисадий мәсилиләрни чөридигән һалда музакирә елип баридикән, техиму муһими, икки тәрәп йеқиндин һәмкарлиқ елип бериш арқилиқ , корийә ядро қораллири мәсилисигә четишлиқ болған 6 тәрәп сөһбитини әслигә кәлтүрүш шуниңдәк террорчилиққа зәрбә бериш қатарлиқ хәлқара мәсилиләрни бир тәрәп қилишни асасий нишан қилидикән.
Бирақ, һазирчә икки тәрәп биринчи қетимлиқ сөһбәтни қәйәрдә өткүзүш мәсилисидә бирликкә келәлмигәнлики үчүн, сөһбәтни қачан башлашни техи бекитмигән, чүнки һәр икки дөләт тунҗи қетимлиқ сөһбәтни өз дөлитиниң пайтәхтидә өткүзүшни халайдикән. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Кондилиза райис хитайни кишилик һоқуқни яхшилашқа чақирди
- Райис хитайни зиярәт қилди
- Буш зияритидә, яврупани хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилмаслиққа чақиридикән
- Америка мәркизи ахбарат идариси хитайниң һәрбий қурулушини күчәйтишини тәһдид һесаблайдикән
- Америкидики бир қисим парламент әзалири хитайни җазалаш һәққидә қанун лайиһисини оттуриға қойди