Шималий корийә ядро қораллири һәққидики 6 тәрәп сөһбити 3 һәптидин кейин қайта елип берилиду


2005.08.07

Хитайниң муавин ташқи ишлар министири ву давей 7 - авғуст күни , бейҗиңда өткүзүлүватқан шималий корийә ядро қораллири мәсилиси һәққидики 6 тәрәп сөһбитиниң вақтинчә тохтап, 3 һәптидин кейин қайта башлинидиғанлиқини җакарлиди.

Әнгилийә б б с радио - телевизийә ширкитиниң хәвәр қилишичә, ву давей мухбирларни күтүвелиш йиғинида, һәр қайси дөләт вәкиллириниң өз дөлитигә қайтип барғандин кейин , 3 һәптә вақиттин пайдилинип, шималий корийә ядро қораллири мәсилисини бир тәрәп қилишта тәрәққият һасил қилишини һәмдә һәр қайси дөләт һөкүмәтлири арисида бу һәқтә өз - ара пикир алмаштурушини тәшәббус қилип, сөһбәтниң 29 - авғуст күни қайта башлинидиғанлиқини елан қилған.

6 Тәрәп сөһбити 13 күн давамлашқан болсиму, әмма йиғин тәрәққиятида һечқандақ илгириләш мәйданға кәлмигән, гәрчә бу һәқтә бирләшмә қарар лайиһиси һазирланған болсиму, лекин шималий корийә йәнила мәзкур қарар лайиһисигә қол қоюшни рәт қилған. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.