Японийә билән хитай шәрқий деңиздики талаш - тартишлар тоғрисида сөһбәт елип бариду


2005.09.27

японийә ташқи ишлар министирлиқиниң сәйшәнбә күни ашкарилишичә, японийә билән хитай оттурисида җидди мәсилиләрниң биригә айланған шәрқий деңиздики игилик һоқуқи талаш тартиш қилиниватқан районларда тәбий газ қезиш мәсилисини сөзлишиш үчүн бу һәптиниң ахирлири сөһбәт өткүзидикән.

Ройтерс ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда сөһбәт җүмә вә шәнбә күнлири токйода өткүзүлидикән. Шәрқий деңиздики тәбий газ байлиқиға мол тақим аралларниң игилик һоқуқи, йеқинқи йиллардин бери японийә - хитай мунасивитидики әң җидди мәсилигә айланди. Бу райондики аралларниң игилик һоқуқиға даир сөһбәт ахирқи қетим өткән йили 5 - айда өткүзүлгән.

Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси чин гаң, "җоңго икки тәрәпниң мәсилини сөзлишиш вә мәслиһәт йоллири билән һәл қилишини үмид қилиду" деди.

японийә йеқинда хитайларниң тйән вәйтйән, дәп нам берилгән талаш - тартиштики районда тәбий газ қезиватқанлиқи мунасивити билән бейҗиң һөкүмитигә етираз билдүргән. японийә сода министири сойчи накагаваниң тәкитлишичә, бу араллар японийә иқтисади райониға тәвә болуп, японийиликләр тәрипидин каши тақим араллири, дәп атилидикән.

японийә һәрбий айропилани 8 - айниң башлири бу районда бәш данә хитай уруш парахотини байқиған иди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.