Японийә билән хитай тақим араллар мәсилиси бойичә сөһбәт өткүзди
2005.09.30
Хитай билән японийә җүмә күни токйода сөһбәт өткүзүп, шәрқий деңиздики игилик һоқуқ талаш- тартиш қилиниватқан тақим араллар мәсилисини музакирә қилди. Йиғинда японийә хитайларниң талаш - тартиштики районларда тәбиий газ қезишни тохтитишини тәләп қилған шундақла хитайниң районда елип бериватқан нефит қедириш паалийитигә даир учурларни ашкарилашни оттуриға қойди.
японийә даирилириниң әскәртишичә, әгәр хитайлар учур билән тәминләшни рәт қилса, хитайдин районда нефит қедириш вә қезиш паалийити елип беришни тохтитишқа чақиридикән. японийә хитайниң японийигә тәвә районлардики деңиз асти нефитини тартип кетишидин әнсиримәктә.
Йиғин башлиништин илгири японийә баш министири койзуми, шәрқий деңиздики нефитликни хитай билән һәмкарлишип ечишни ойлишишқа болиду, дәп тәкитлигән. Әмма хитай һөкүмити японийә тәрәп тәкитлигән деңиз чегрисини етирап қилишни рәт қилмақта.
Хитай ташқи ишлар министирлики пәйшәнбә күни хитайниң талаш тартиштики районларда запас кемә әтрити қурғанлиқини елан қилди.
японийә мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, японийә иқтисад министири японийә қоғдиниш қисимлириниң талаш тартиштики районда чарлаш елип беришиға йол қоюш тоғрисида қанун чиқиришни тәләп қилған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай талаш - тартиштики шәрқий деңиз раюниға һәрбий парахутлирини әвәтти
- японийә билән хитай шәрқий деңиздики талаш - тартишлар тоғрисида сөһбәт елип бариду
- Хитайдин келидиған һуҗум тәһдити японийә мудапиә пиланида йәр алди
- японийә хитайниң талаш- тартиштики деңиз территорийисини ечишиға қаршилиқ билдүрди
- Һиндонезийә деңиз армийиси хитай белиқчи парахотиға оқ чиқарди