Хитай- америка юқири дәриҗиликләрниң 2 - нөвәтлик истиратегийилик сөһбити вашингтонда ахирлашти
2005.12.09
Америка пайтәхти вашингтонда өткүзүлгән хитай - америка юқири дәриҗиликләрниң 2 - нөвәтлик истиратегийилик сөһбити пәйшәнбә күни ахирлишип, һәр иккила тәрәп сөһбәтни иҗабий, дәп баһалиди вә 3 - нөвәтлик сөһбәтни келәр йилниң дәсләпки йеримида өткүзүшни қарар қилған.
Хитайниң муавин ташқи ишлар министири дәй биңго билән америка муавин ташқи ишларминистири роберт золийклар оттурисида елип берилған сөһбәт икки күн давам қилди. Америка тәрәпниң ашкарилишичә, икки дөләт вәкиллири терорчилиқ, қирғинчилиқ характерлик қораллар, юқумлуқ кесәлләр, иран, афғанистан вә ирақ қатарлиқ мәсилиләрни һәл қилиш чарилири үстидә өз музакирә елип беришкә мақул болған.
Сөһбәт җәрянида дәй биңго, америка дөләт мудапиә министири рамсфилд, дөләт хәвпсизлик мәслиһәтчиси хардлейлар сөһбәт елип барди. Роберт золийк, бу йил 9 - айниң 21 - күни хитай - америка мунасивәтлири һәққидики бир нутиқида " америкиниң мәқсити хитайни дуня сияси, иқтисади вә бихәтәрлик системисиға елип кириш " дәп тәкитлигән. У, хитайдин хәлқара җәмийәтниң мәсулийәтчан бир әзаси болушни тәләп қилған иди. (Әркин)