Сомали һөкүмәт армийиси вә ефиопийә армийиси мусулманлар қошунини чекиндүрди
2006.12.26
Б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, сомалида давамлишиватқан мусулман қозғилаңчилар қошуни сомали һөкүмәт армийиси билән ефиопийә армийисиниң бирләшмә һуҗумлири түпәйлидин сәйшәнбә күнидин етибарән чекинишкә башлиған.
Сомали һөкүмәт вә ефиопийә армийиси сомали ислам қануний бирләшмиси дәп аталған қозғилаңчи қошунлар игиливалған пайтәхт айродромиға қистап кәлгән һәмдә ефиопийә айропиланлири һава һуҗуми елип барған.
Сомали пайтәхти мозадиша ислам қануни бирләшмиси тәрипидин алтә ай илгири игиләнгән болуп, улар ефиопийә қошунлири билән җәң қилип кәлмәктә, чүнки ефиопийә өткүнчи сомали һөкүмитини қоллиған.
Сомалиниң җәнуби асасән дегүдәк мусулман қозғилаңчилири тәрипидин игиләнгән болуп, християн динидики ефиопийә изчил һалда сомали һөкүмитини қоллап, мусулман қошунлириға қарши уруш қилмақта. Бир һәптилик уруш җәрянида миңдин артуқ адәм өлгән.
Сәйшәнбә күни африқа бирләшмиси һәм әрәб дөләтлири бирләшмиси сомали мәсилисини музакирә қилди.(Үмидвар)