Явропа дөләтлириму сомалиға тинчлиқ қошуни әвәтишни мәслиһәтләшмәктә


2007.01.03

Б б с ниң хәвәр қилишичә, бирләшкән дөләтләр тәшкилати йеқинда сомалиға тинчлиқ қошуни әвәтишни қарар қилғандин кейин, африқа дөләтлири ичидин уганда сомалиға 1000 кишилик қошун әвәтишкә вәдә бәргән. Ефиопийиму хәлқараға сомали вақитлиқ һөкүмитини қоллашни тәвсийә қилипла қалмай, бәлки өзиму сомали вақитлиқ һөкүмитигә ярдәмлишип мусулман қораллиқ күчлирини чикиндүргичә җәң қилидиғанлиқини билдүргән иди.

Мәркизи хәвәр агентлиқиниң бриюсселдин хәвәр қилишичә, явропа дөләтлириму 3 ‏- январ күни бриюсселда йиғин ечип, сомалиға тинчлиқ қошуни әвәтиш үчүн мәслиһәт өткүзүшкә башлиған. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.