Америка судандики тоқунушни ирқий қирғинчилиқ деди
2004.09.10
Америка ташқи ишлар министири колин повел, судан һөкүмити билән судан һөкүмитиниң қоллишидики мусулман хәлқ әскәрлириниң ғәрби суданниң дарфур районидики йәрлик аһалиларгә қаритилған һәрикити ирқий қирғинчилиқ шәкилләндүрди дәп әйиблиди .
Колин повел юқириқи сөзни кеңәш палатасиниң ташқи мунасивәтләр кометитидики йиғинда қилған сөзидә тәкитлигән . У , юқириқи хуласини йеқинда дарфур райониға барған бир тәкшүрүш гурупписи тәминлигән пакитларға асасән чиқарғанлиқини илгири сүргән . Колин повел , судан һөкүмитини җанҗавед мусулман хәлқ әскәрлириниң ғәрбий судандики йәрлик аһалиләргә қарши елип барған қирғинчилиқ һәрикитини тезгинләш йолида йетәрлик тиришчанлиқ көрсәтмиди дәп әйиблигән .
Бирақ бу арида судан һөкүмити америкиниң ғәрби судандики йәрлик аһалиләргә ирқий қирғинчилиқ елип берилғанлиқи тоғрисидики әйиплишини рәт қилди . Судан ташқи ишлар министири мустапа осман исмайил , сайлам мәзгилидики буш һөкүмити сайлиғучиларниң диққитини ички мәсилиләр вә ирақ вәзийитидин башқа яққа бурашқа урунмақта дәп тәнқитлигән . Б д т хәвпсизлик кеңиши пәйшәнбә күни кәчтә америкиниң суданға нефит имбаргоси қоюш тоғрисидики тәклипини музакирә қилишқа башлиди . Судан һөкүмити б д т дики иттипақдашлири америкиниң сунданға имбарго йүргүзүш тоғрисидики тәклип лаһийәсигә қошулмайдиғанлиқини билдүрмәктә .Америка суданни б д т ниң бу йил 7 - айда чиқарған җанҗавед хәлқ әскәрлирини қоралсизландуруш тоғрисидики қарарини иҗра қилмиди дәп әйиблимәктә . (Әркин)