Хитай билән судан һәрбий һәмкарлиқини барғансири күчәйтмәктә


2007.04.04

Хитай хәлқ азадлиқ армийисиниң шитаб башлиқи ляң гуаңле, өткән һәптиниң ахиридин башлап хитайни зиярәт қиливатқан судан һәрбий қисимлириниң шитаб башлиқи һаҗи әхмәт әл гайли билән сөһбәт өткүзгәндин кейин , хитай билән судан оттурисида һәрби мунасивәтниң техиму күчәйтилгәнликини җакарлиди.

Шинхуа агентлииқниң баян қилишичә, ляң гуаңле "буниңдин кейин җуңго билән суданниң һәрбий қисимлири оттурисидики һәмкарлиқ техиму күчәйтилиду" дегәндә, һаҗи әхмәт әл гайли "судан хитайниң вәтәнни бирликкә кәлтүрүшини давамлиқ қоллайду" дегән.

Хәвәр архиплириға қариғанда, хитай суданни һәрбий җабдуқ билән әң көп тәминләватқан дөләт. Буниң бәдилигә судан хитайни нефит билән тәминләватиду. Суданниң һәрбий қисимлири хитайниң танка, урушчи айрупилан, пилимут, минамутлири билән қораллинишқа башлиғандин кейинки 20 йил ичидә, суданда ички уруш тохтимиди, 2 милйондин артуқ адәм һаятидн айрилди, бир нәччә милйон адәм өз юртлиридин қоғлап чиқирилди.

Суданниң дарфор районида дәһшәтлик миллий қизғинчилиқ йүз бәргәндин кейин, б д т ниң суданни җазалаш қарариға хитай рәт қилиш һоқуқини ишләтти. Суданда миллий қирғинчилиқ йәнә давамлашмақта. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.