Кино чолпини җорҗ клуний хитайни дарфур мәсилисидә һәрикәт қоллинишқа қистиди
2007.07.30
Дүшәнбә күни, америка һоллевуд кино чолпини, иҗтимаий паалийәтчи җорҗ клуний, суданниң дарфур районида йүз бериватқан қан төкүлүшни аяғлаштурушта хитайниң бу райондики тәсиридин пайдиланмақ лазимлиқини әмма, хитайға бу җәһәттә ишләткән бесимларниң карға келидиғанлиқидин гуман қилидиғанлиқини билдүрди.
Илгири бәзи ғәрб паалийәтчилири, хитайниң иқтисади ярдими вә сиясий қоллиши судан һөкүмитиниң йүригини йоғинитип дарфур райониниң әһвалини техиму яманлаштурувәтти, дәп қарап, ғәрб әллирини дарфур мәсилисидә хитайға бирликтә бесим ишлитишкә чақирған.
Дарфурға ярдәм бериш һәрикитиниң ғоллуқ һимайичиси җорҗ клуний дүшәнбә күни токйодики зиярити җәрянида " биз хитайниң бу ишта башламчилиқ қилишини үмид қилимиз" деди вә хитайниң башқиларниң дегинигә анчә пәрва қилип кәтмәйдиғанлиқиниму қошумчә қилди.
Дарфур тоқунуши 2003- йили, дарфур районидики йәрлик милләтләрниң, әрәбләрни асас қилидиған судан һөкүмитигә қарши елип барған қозғилиңидин кийин башланған болуп, шуниңдин етибарән, хартум һөкүмитиниң қоллишиға еришкән җанҗавид қораллиқ күчлири дарфурлуқларға үзлүксиз паракәндичилик селип келиватиду.
Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң санлиқ мәлуматиға қариғанда, дарфур районида, уруш, ачарчилиқ вә уруш кәлтүрүп чиқарған башқа сәвәбләр түпәйли һазирға қәдәр әң аз дегәндиму 200 миң адәм һаятидин айрилған вә нәччә милйон адәм мусапир болуп кәткән. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Стевен спелберг бейҗиң олимпик мусабиқисиниң мәслиһәтчиликидин истипа бериши мумкин
- Дарфур мәсилиси муһакимисидә әмәлий илгириләш болмиди
- Гана африқа дөләтлирини хитайниң мустәмликиси болуп қалмаслиққа агаһландурди
- Хитай суданға иқтисадий җаза йолға қоймаслиқ тоғрисида агаһландурди
- Америка федерал тәкшүрүш идариси(FBI ) олимпик мусабиқисиниң бихәтәрлики җәһәттә бейҗиң даирилиригә ярдәмләшмәкчи
- Америка мәтбуати "дарфурдики қирғинчилиқни тохтитиш үчүн, бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғинини байқут қилиш керәк" дәп язди
- Америка дөләт мәҗлиси дарфур мәсилисини бейҗиң олимпик йиғиниға бағлайдиған қарар лаһийиси мақуллиди
- Ху җинтав шветсийә зияритидә өлүм җазаси мәсилисидә бесимға дуч келиши мүмкин