Америка сүрийиниң ливандики қошунлирини пүтүнләй елип чиқип кетишини тәләп қилди


2005.03.04

Америка президенти җорҗи буш сүрийиниң ливандики қошунлирини бу йил 5 - айғичә пүтүнләй чекиндүрүшини тәләп қилди. Президент буш, " биз қошун чекиндүрүш дегинимиз, йерим - ята қошун чекиндүрүш әмәс, бәлки пүтүнләй чекиндүрүшни көздә тутқан," дәп көрсәтти.

Б б с ниң хәвәр қилишичә, сүрийә президенти башар әсәд шәнбә күни ливандики сүрийә қошунлириниң бир қисими чекинидиғанлиқини җакалайдикән. Сүрийә, ливанниң сабиқ баш министири харири бейруттики партлаш вәқәсидә өлгәндин кейин, хәлқара җәмийәтниң ливандики сүрийә қошунлирини чекиндүрүш тоғрисидики бесимиға учримақта. Ахирқи вақитларда қошун чекиндүрүшни тәләп қилғучилар сепигә сәуди әрәбистан қетилди.

Президент буш, америкиниң қошун чекиндүрүш тәлипи сүрийә қошунлирини елип чиқип кетиш билән чәкләнмәйдиғанлиқини әскәртип, " болупму сүрийә ливандики бихәтәрлик вә ахбарат хадимлирини чекиндүрүши керәк," дәп агаһландурған.

"Вашингтон почта гезити" хәвәр қилишичә, президент буш сурийә қисимлириниң бу йил 5 - айда ливанда өткүзүлидиған сайламдин бурун чекинишини тәләп қилип, қошун чекиндүрүш мәсилисидә содилашмайдиғанлиқини тәкитлигән. У, сүрийә қошун чекиндүрүшни биҗа кәлтүрмисә, "мениң ахирқи таллаш йолум һәрбий һәрикәт болиду," дәп көрсәткән. Һазир ливанда 15 миң кишилик сүрийә қошуни туриватиду. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.