Повелл билән ли җавшиң тәйвән мәсилисидә ихтилапқа чүшүп қалди
2004.10.01
Америка ташқи ишлар министири колин повелл билән хитай ташқи ишлар министири ли җавшиң алдинқи күни вашингтонда учрушуп, хитайниң капаләтчилигидики шимали корийә ядро кризисини һәл қилиш бойичә 6 дөләт сөһбитини давамлаштурушқа қошулди,
Бирақ икки тәрәп тәйвәнгә қорал - ярақ сетип бериш мәсилисидә пикир ихтилапиға чүшүп қалди. Икки дөләтниң тәйвән мәсилисидики ихтилапи, ли җавшиң билән колин повеллниң пәйшәнбә күни өткүзгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида өзини көрсәтти. Ли җавшиң, җого һөкүмити призидент буш вә колин повеллниң тәйвән мустәқиллиқиғә қарши туридиғанлиқи тоғрисидики вәдисигә алаһидә әһмийәт бериду диди.
Бирақ ли җавшиң, америкиниң тәйвән мунасивәт қануниға асаслинип, тәйвәнгә қорал - яра қ сетип бериш һәркитидин гуманлинидиғанлиқини тәкитлиди. У, һәрқандақ дөләтниң тәйвәнгә қорал- ярақ сетип беришигә қарши туридиғанлиқини илгири сүрүп, тәйвәнгә қорал - ярақ сетишниң тәйвән боғузидики муқимлиққа пайдисиз икәнликини әскәртти. Бирақ колин повелл ли җавшиңниң юқарқи қаришини рәт қилди.У, америкиниң тәйвәнгә қорал - ярақ сетип беришидики сәвәби тәйвәнниң мудапиә иһтияҗини қандуруш дәп көрсәтти. Колин повелл, америка 25 - йилдин бери йолға қоюп келиватқан бу сиясәтниң һәр қайси тәрәпләр мәнпәәтигә пайдилиқ икәнлигини илгири сүрди. Улар йәнә суданниң дарфур раюнидики кризис үстидә пикир алмаштурған.(Әркин)