Хитай, америка вә японийиниң тәйвәнни икки дөләт бихәтәрлик рамкиси ичигә алғанлиқини әйиплиди


2005.02.20

Америка вә японийә, тәйвәнни икки дөләт бихәтәрлик рамкиси ичигә алғандин кийин, хитай ташқи ишлар министирлиқи буниңға қәтий қарши туридиғанлиқини ипадилиди.

Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, америка вә японийиниң юқири дәриҗилик әмәлдарлири шәнбә күни вашингтонда сөһбәт өткүзгәндин кийин, бирләшмә баянат елан қилип, икки дөләтниң асия- тинч окян районидики 12 түрлүк ортақ истратегийилик нишанини җакарлиған.

Буниң ичидики икки түри хитай билән бивастә мунасивәтлик. Униңда тәйвән мәсилисини тинч йол билән һәл қилиш, " икки дөләтниң мудапиә һәмкарлиқидики ортақ истратегийилик нишанлириниң бири" дәп көрситилгән. Чүнки хитай һөкүмити әгәр тәйвән мустәқиллиқ елан қилса, униңға қораллиқ һуҗум қилидиғанлиқини билдүрүп келиватқан болуп, бу хил вәзийәт америка вә японийиниң әндишисини қозғиған.

Хитай ташқи ишлар министирлиқи бу мунасивәт билән баянат елан қилип, "америка вә японийиниң тәйвәнгә мунасивәтлик һәр қандақ һөҗҗәт чиқириши, хитайниң ички ишлириға арилашқанлиқ, игилик һоқуқиға дәхли- тәруз йәткүзгәнлик. Хитай һөкүмити вә хәлқи буниңға қәтий қарши туриду" дегән. Әмма тәйвән һөкүмити болса америка вә японийиниң тәйвәнни бихәтәрлик рамкиси ичигә алғанлиқини қарши алған.

Хәвәргә қариғанда, америка вә японийиниң бихәтәрлик һәмкарлиқи йиғиниға қатнашқан америка ташқи ишлар министири кондилиза райис, дөләт мудапиә министири доналд рамисфил, японийә ташқи ишлар министири нобутака машимура вә дөләт мудапиә министири йошинори ону сөһбәттә йәнә шималий корийә мәсилисини өз ичигә алған хәлқара мәсилиләрдә һәмкарлиқни күчәйтишни музакирә қилған. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.