Америкиниң сабиқ президенти бил клинтон тәйвәнни зиярәт қилди
2005.02.28
Америкиниң сабиқ президенти бил клинтон йәкшәнбә күни тәйвәнни зиярәт қилип, икки қирғақ оттурисидики иқтисади алақиниң күчийиши вә сияси кризисни юмшитидиғанлиқини билдүрди.
Клинтонниң тәйвәндики зиярити 24 саәт давамлашқан. У, зиярәт җәрянда тәйвән президенти чен шүйбйән билән сөһбәт өткүзди шундақла чен шүйбйәнниң клинтон шәрипигә өткүзгән зияпитигә иштирак қилди. Клинтон, америка демократийини илгири сүрүш фонди җәмийити қатарлиқ органларниң тәклипи бойичә тәйвәнни зиярәт қилған болуп, у, тәйвән дөләт мәҗлисиниң йиғин мәркизидә нутуқ сөзлигән.
Клинтон, дүшәнбә күни тәйбейдә "мениң һаятим" намлиқ әслимисини тарқитиш шундақла оқурмәнләр үчүн имза қоюш мурасимиға қатнашқан. У, дүшәнбә күни мухбирларни күтүвелип, бир җоңго сияситиниң тәйвәнни қоғдап қалидиғанлиқини тәкитлигән. Бу сөз тәйвән мустәқиллиқ тәрәпдарлириниң наразилиқини қозғиди.
Клинтон тәйвәнгә келишниң алдида хитайни зиярәт қилған иди. Униң тәйвәнни зиярәт қилиш пилани бейҗиң һөкүмитиниң тәнқидигә учриған. Ройтерс ахбарат агентлиқини хәвәр қилишичә, клинтон тәйвән боғузидики кризисниң һәл болушиға үмидварлиқ билән қарайдиғанлиқини билдүргән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка тәйвәндә өткүзүлидиған һәрбий маневирни көзитиду
- Хитай, америка вә японийиниң тәйвәнни икки дөләт бихәтәрлик рамкиси ичигә алғанлиқини әйиплиди
- Америка билән японийә, тәйвәнни икки дөләт хәвпсизлик рамкисиниң ичигә алиду
- Америка авам палатаси тәйвән билән дипломатик алақини әслигә кәлтүрүш һәққидә қарар лайиһиси оттуриға қойди
- Тәйвән ,америка муавин ташқи ишлар министириниң сөзини әһмийәтсиз көрситишкә тиришти
- Америкиниң тәйвәндики баш әлчиханиси вәзиписидики институти бина селиш үчүн 99 йиллиқ иҗаригә қол қойди
- Америка тәйвәндики оргиниға һәрбий әмәлдар әвәтмәкчи