Тәйвәнниң сабиқ президенти ли доңхуй японийә зияритини башлиди
2004.12.27
Тәйвәнниң сабиқ президенти ли доңхуй, хитай һөкүитиниң қаттиқ наразилиқиға қаримай, дүшәнбә күни японийигә қаратқан муназирилик зияритини башлиди.
японийә һөкүмити өткән һәптә японийини зиярәт қилиши үчүн 81 яштики ли доңхуйгә виза бәргән иди. Хитай һөкүмити японийиниң сабиқ тәйвән президентиға виза бәргәнликигә қаттиқ наразилиқ билдүрүп, японийә һөкүмитиниң бу һәрикити икки дөләт оттурисидики мунасивәтләрни техиму йирикләштүридиғанлиқи тоғрисида агаһландурған.
Ройтирс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, ли доңхуй японийиниң мәркизи райониға җайлашқан ногая шәһириниң айродурумида қоллирида тәйвән вә японийә байрақлирини көтәргән бир гуруп кишиләр тәрипидин дағдуғилуқ қарши илинған.
японийә һөкүмити ли доң хойниң японийә зиярити җәрянида һечқандақ сиясий паалийәт елип бармайдиғанлиқини билдүрди.
2000 - Йили тәйвән президент вәзиписидин истипа бәргән ли доңхуй, 12 йиллиқ һакимийити җәрянида тәйвәнниң хәлқарадики сиясий орнини юқири көтүрүш үчүн қаттиқ тиришқан. Униң 1999 - йили тәйвән билән хитай оттурисидики мунасивәтләр икки мустәқил дөләт оттурисидики мунасивәт болуши керәк дигән баянати, хитай һөкүмитини қаттиқ ғәзәпләндүрүп, тәйвән билән икки қирғақ арисида елип бериливатқан сөһбәтниң тохтитишиға сәвәп болған иди.У һазир тәйвәндики мустәқиллиқ тәрәптари бир партийиниң рәһбири.
Ли доң хуйниң бу қетимқи японийә зиярити хитай - японийә мунасивәтлири начарлашқан бир вақитқа тоғра кәлди. Хитай- японийә мунасивәтлири икки дөләт оттурисида мәвҗут бир қатар мәсилиләр болупму, японийә баш министири койзуминиң токйодики уруш қәһриманлири қәбристанлиқини зиярәт қилиши түпәйлидин икки дөләт мунасивәтлири хилила йирикләшкән.
Бу арида йәкшәнбә күни японийиниң кийодо хәвәр агентлиқи исмини аташни халимиған бәзи японийә һөкүмәт әмәлдарлириниң сөзлирини нәқил кәлтүрүп, тибәтниң диний даһийси далай ламаниң киләр йили японийини зиярәт қилишни пиланлаватқанлиқини вә японийә һөкүмитиниң далай ламаға виза бериши мумкинликини билдүргән. (Қанат)