Афғанистандики тоқунушларда 64 талибан җәңчиси өлтүрүлди


2005.06.23

Сәйшәнбә күнидин бири афғанистанниң җәнубий районида, америка һәрбий қисимлири билән вә афған армийисиниң бирликтә елип бериватқан һәрбий һәрикитидә һазирғичә 64 талибан җәңчиси өлтүрүлгән.

Ройтерис агентлиқиниң афғанистанниң қәндәһар шәһиридин хәвәр қилишичә, бу, афғанистанда талибанлар һакимийити гумран болғандин кейин, америка қисимлири вә афған миллий армийиси бирликтә елип барған әң кәң көләмлик һәрбий һәрикәт һесаблинидикән.

Йеқинқи бир нәччә айдин бири, афғанистандики талибан вә әлқаидә қалдуқлири қайтидин тәшкиллинип, бу дөләттики паалийәтлирини күчәйткән болуп, талибан вә әлқаидә қалдуқлири тәрипидин елип берилған һуҗумлар нәтиҗисидә йүзлигән киши өлгән иди.

Афғанистанда сентәбир ийида елип берилидиған парламент сайлиминиң һарписда паалийәтлирини техиму күчәйткән афғанистандики талибан вә әлқаидә қалдуқлири, йеқиндин бири, ирақтикигә охшаш өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗумлар елип беришкә башлиған.

Афғанистан һөкүмити, талибан вә әлқаидә җәңчилириниң пакистандин афғанистанға кириватқанлиқини билдүрүп, бу мәсилидә җиддий тәдбир алмайватиду дәп пакистан һөкүмитини әйиблимәктә.

Пакистан һөкүмити талибан вә әлқаидә җәңчилириниң афғанистан территорийиси ичидә тәрбийилиниватқанлиқини тәкитләп, афғанистанниң әйибләшлирини рәт қилмақта. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.