Пакистан-афғанистан чегра районидики тоқунушларда онлиған чәтәллик милитант өлгән


2007.04.07

Пакистан даирилириниң билдүрүшүшичә, пакистанниң афғанистан чегрисиға йеқин җәнуби вәзиристан районида панаһланған чәтәллик миллитантлар билән йәрлик қәбилиләр оттурисида 19- март күни башланған тоқунушлар давамлишиватқан болуп, бу тоқунушларда һазирғичә 250 киши өлгән. Пакистан һөкүмәт хадимлириниң хәвәр қилишичә, тоқунушларда өлгәнләрниң асаслиқ қисмий җәнубий вәзиристан районида панаһланған өзбек милитантлар икән.

Лекин америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, пакистан даирилири чәтәллик мухбирларниң районға беришини чәклигәнлики үчүн, тоқунушларда өлгәнләрниң сани вә кимлики һәққидә пакистан даирилири тәрипидин берилгән хәвәрләр техи тәрәпсиз мәнбәләр тәрипидин ениқланмиған.

Җәнубий вәзиристан районида панаһланған өзбек милитантларниң бир қисми 1980‏- йиллири афғанистанда совет армийисигә қарши урушқан өзбекләр болуп, йәнә бир қисими болса, өзбекистандики ислам кәримоф һакимийитниң бесимидин қечип талибанлар һакимийитидики афғанистанда панаһланған вә 2001‏- йили талибанлар һакимийити гумран болғандин кейин, афғанистандин пакистанға қечип кәлгән өзбекләр икән.

Җәнубий взиристанда панаһланған өзбек милитантлар билән йәрлик қәбилиләр оттурисида башланған тоқунушниң барғансири даириси кеңәйгән болуп, хәвәрләргә қариғанда, йәрлик қәбилиләр өткән дүшәнбә күни райондики өзбек милитантларға қарши җаһат елан қилип, уруш үчүн әскәр йеғишқа башлиған улар шундақла пакистан армийисини өзбек милитантларни йоқитиш үчүн уларға қарши һава һуҗуми елип беришқа чақирған. Пакистан армийә хадимлири, районға бәзи һәрбий қисимларниң әвәтилгәнликини, лекин уларниң тоқунушларға қатнашмиғанлиқини билдүрмәктә. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.