Талибанлар гөрүгә елинған корийиликләрни қоюп беридиғанлиқини билдүрди
2007.07.26
Талибанларға вакалитән сөз қилған йүсуф, афғанистан вақти буйичә җүмә күни , гөрүгә елинған 22 нәпәр корийәликни қоюп берип, афғанистан һөкүмити қолидики талибанлар билән алмаштуридиғанлиқини билдүрди.
Ройетрс агентлиқи талибанларниң баянатчиси йүсуфниң сөзини нәқил кәлтүрүп, уларниң афған һөкүмити билән келишим түзүп , әгәр җүмә күни саәт 12 дә 8 талибан милитани қоюп берилсә , гөрүгә алған корийиликләрни дәрһал қоюп беридиғанлиқини ейтти.
Бихәтәрлик ишлириға мәсул афғанистан ички ишлар министири ариана телевизийисиниң зияритини қобул қилип, өзлириниң барлиқ тиришчанлиқларни ишқа селип, гөрүгә елинған корийиликләрни қутулдуридиғанлиқини тәкитлигән, әмма у талибанлар билән келишим түзгәнликигә аит тәпсилатлар һәққидә тохталмиған.
Афғанистанниң ғәзни өлкисидики сақчи башлиқи амузәй пәйшәнбә күни, мунасивәтлик афған даирилириниң , гөрүгә елинғанларни сақ - саламәт қайтуруп елиш үчүн , талибанлар билән алақә қиливатқанлиқини билдүрди.
Амузәй сөзидә йәнә ": биз талибанларға қарита қорал ишлитиш вастиси билән әмәс, бәлки сөзлишиш арқилиқ дәсләп һич болмиғанда 6 дин 8 гичә болған кишини қутулдуруш йолини елип баримиз " деди.
Бу арида талибанлар, гөрүгә елинғанлар ичидики бир аялни чәтәл мухбирлири билән телефун алақиси қилдуруп, гөрүгә елинғанларниң һәммисиниң кесәл икәнликини аңлатқан.
Гөрүгә елинғанлар ичидә 42 яшлиқ католик дин тарқатқучиси 25 - июл күни етип өлтүрүлгән болуп, талибанлар униң өлтүрүлүш сәвәбини афғанистан һөкүмитиниң талибанларниң шәртигә қошулмиғанлиқидин мәйданға кәлгәнликини билдүргән. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Әсиргә чүшүшкә рази болмиған талибан каттибеши өзини партлитивалди
- Президент мушәррәпниң қйинчилиқи күнсири көпәймәктә
- Талибанлар тәрипидин гөрөгә елинған икки герман пуқрасии өлтүрүлди
- Пакистанда хитай пуқралири етип өлтүрүлди
- Пакистандики қизил мәсчитлик талиплар билән болған сөһбәттә илгириләш болмиди
- Қизил мәсчитлик талиплар рәһбири өлсиму тәслим болмамду ?
- Пакистан соти қизил мәсчит имами абдуләзизни әйиблиди
- Афғанистанда 45 пуқра һава һуҗуми түпәйлидин өлди