Афғанистанда 20 талибан милитанти өлтүрүлди


2008.01.19

Җүмә күни, афғанистандики иттипақдаш армийә қисимлири вә афған миллий армийиси тәрипидин, афғанистанниң шәрқий райониға җайлашқан, кунар өлкисидә елип берилған кәң көләмлик бир һәрбий һәрикәттә, 20 дин артуқ талибан милитанти өлгән.

Кунар өлкисиниң башлиқи фәзлулла ваһидиниң франсийә агентлиқиға билдүрүшичә, һәрбий һәрикәт җәрянида 10 дин артуқ талибан милитанти яриланған болуп, улар йеқинда афғанистанда һуҗумлар елип бериш үчүн, пакистан чегрисидин кунар өлкисигә киргән икән.

Кунардә, талибан қалдуқлириға қарши елип берилған һәрикәткә қатнашқан, афған миллий армийә хадимлириниң билдүрүшичә, өлгән вә яриланған талибан милитантлириниң арисида нурғунлиған чәтәлликләр бар икән.

2001‏- Йили америкиниң һәрбий һәрикити нәтиҗисидә, афғанистандики һакимийити гумран болған талибанлар, қайтидин тәшкиллинип, афғанистандики иттипақдаш армийә қисимлири вә афған миллий армийисигә қарши һуҗумлар елип бармақта.

Хәвәрләргә қариғанда, йеқиндин бери, афғанистандики талибан қалдуқлири паалийәтлирини техиму күчәйткән болуп, америка өткән сәйшәнбә күни, талибанларниң һәрикитигә қарши туруш үчүн, афғанистанға йәнә 3200 нәпәр америка деңиз армийисиниң қуруқлуқта җәң қилғучи қисимлирини әвәтидиғанлиқини, җакарлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.