Талибанлар, һамид карзай һөкүмити билән һәмкарлишидиғанлиқиниң бишаритини бәрмәктә
2008.03.01
Афғанистандики талибанларниң рәһбири мулла өмәрниң ярдәмчиси, мулла бурадәр талибанлар һәрикитиниң һамид карзай һөкүмити билән һәмкарлишидиғанлиқиниң бишаритини бәрди.
Ройтрис агентлиқиниң хәвәр қилишичә, мулла бурадәр талибанларниң тор бетидә елан қилинған бир баянатида, афғанистандики чәтәл һәрбий қисимлириға қарши, өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗумлардин бир қорал сүпитидә техиму көп пайдилинидиғанлиқини тәкитләп, лекин әгәр чәтәл һәрбий қисимлири афғанистандин чиқип кәтсә, талибанларниң афғанистан һөкүмити билән һәмкарлишиши мумкинликини билдүргән.
Баянатида, афғанистандики мәсилиләрниң уруш арқилиқ әмәс, сөһбәт вә чүшүнүш арқилиқ бир тәрәп қилиниши керәкликини тәкитлигән мулла бурадәр, "әгәр чәтәл һәрбий күчлири афғанистандин чиқип кәтсә, талибанлар һамид карзай һөкүмитини ағдурушқа тиришмайду" дегән.
Сиясий анализчилар, мулла брадәрниң баянати, талибанларниң сияситидә муһим өзгиришниң бишарити һесаблиниду. Чүнки бурун улар һамит карзай һөкүмитини ағдуруп, чәтәл һәрбий қисимлирини афғанистандин чиқиришни өзлириниң әң асаслиқ нишани дәп елан қилған иди, дейшмәктә.
Шималий атлантик әһди тәшкилати һәрбий хадимлириниң ейтишичә, талибан рәһбәрлириниң өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗумлардин техиму көп пайдилинидиғанлиқини тәкитлигәнлики, йеқинқи йилларда талибанларниң һәрбий җәһәттин қаттиқ зәрбиләргә учриғанлиқини һәмдә афғанистандики иттипақдаш армийигә қарши һуҗумлар елип бериш қабилийәт вә иқтидарини йоқатқанлиқини көрситидикән. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Бағдаттики өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗумларда 99 киши өлди
- Афғанистан, иранни әйиблиди
- Афғанистанда 20 талибан милитанти өлтүрүлди
- Шималий атлантик окян әһди тәшкилати күчлири талибанлар билән йеңи бир мәйдан җәң қилди
- Америка вә әнглийә пакистан президенти пәрвиз мушәррәпкә бесим ишлитишни күчәйтти
- Пакистанниң һәрбий һаләт елан қилиши хәлқара җәмийәтниң диққитини тартти
- Америка армийиси афғанистанда 80 нәпәр талибан қораллиқ унсурини өлтүрди
- Кабулдики өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗумда 1 америка әскири вә 5 афған пуқраси өлди
- Ирақта америка һәрбий қисимлириниң һава һуҗумида 26 киши өлгән
- Пакистан һөкүмити, 'пакистан хәлқи бин ладинниң чақириқини қоллимайду,' деди
- " Талибанлар хитайниң қораллирини ишлитиватиду"
- Қоюветилгән корийилик 19 нәпәр христиан миссионерлири кабулдин йолға чиқти