Талибанлар гөрүгә елинған корийиликләр мәсилиси үстидә корийә һөкүмити билән сөһбәтләшмәкчи
2007.08.02
Талибан күчлири19 - июл күни 23 нәпәр корийилик мисйонерни гөрүгә елип уларниң иккисини өлтүрүп , түрмигә елинған талибан әскәрлирини қоюп бериш бәдилигә гөрүгә елинған корийиликләрни азат қилидиғанлиқидәк тәлипи рәт болғандин кейин мәзкур мәсилини һәл қилишта корийә һөкүмити билән сөһбәтлишишни тоғра тапқан.
Йәни2 - авғуст күни афғанистандики талибанларниң баянатчиси юсиф әхмәд баянат елан қилип " : гөрүгә елинған 21 нәпәр корийилик техи һаят , әмма уларниң саламәтлик әһвали бәк начар . Биз корийә һөкүмити билән гөрүгә елинғанларни қоюп бериш һәққидә сүлһилишиш үчүн бивастә сөһбәтлишишкә қошулимиз " дәп билдүргән.
Талибан баянатчиси бу сөзләрни қилиштин бир күн бурун , йәни 1 - авғуст афғанистан һөкүмәт даирилири талибанлар билән корийилик гөрүгә елинғанларни қоюп бериш һәққидә елип барған сөһбәтниң нәтиҗисиз болғанлиқини елан қилған иди.
Америка авази радиосиниң хәвиридә көрситилишичә , мәзкур мәсилә филипинда өткүзүлүватқан шәрқий асия иқтисади һәмкарлиқ тәшкилати йиғинида корийә ташқи ишлар әмәлдари билән америка дөләт мәҗлиси әмәлдари оттурисида музакирә қилинған болуп , америка билән корийә талибанлар қолидики корийиликләрни қутқузушта һәрбий күч ишләтмәслик шәрти билән һәр тәрәптин тиришчанлиқ көрситишкә келишкән. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Әлқаидичиләр пакистанға һуҗум қилиш һәққидә 8 - айниң 1 - күни видио хәвири тарқатти
- Талибанлар гөрүгә елинған йәнә бир корийиликниң өлтүрүлгәнликини ашкарилиди
- Талибанлар гөрүгә елинған корийиликләрни қоюп беридиғанлиқини билдүрди
- Әсиргә чүшүшкә рази болмиған талибан каттибеши өзини партлитивалди
- Президент мушәррәпниң қйинчилиқи күнсири көпәймәктә
- Талибанлар тәрипидин гөрөгә елинған икки герман пуқрасии өлтүрүлди
- Б д т ниң ядро қораллирини тәкшуруш гурупписи 7 - айниң 14 - күни шималий корийигә бариду
- Афғанистанда 45 пуқра һава һуҗуми түпәйлидин өлди