Талибанлар гөрүгә еливалған җәнубий корийиликтин йәнә сәккизини қоюп бәрди
2007.08.29
Қораллиқ талибанлар җәнубий корийә билән алтә һәптә давамлашқан сөзлишиш арқилиқ, 8 - айниң 29 - күни (чаршәнбә күни) гөрүгә еливалған 19 җәнубий корийиликниң 8 ини қоюп бәргән.
'Бирләшмә агентлиқи'ниң афғанистанниң қәләйғази шәһиридин хәвәр қилишичә, қизил киреист шаһитлири талибанлар биринчи түркүмдә 3 нәпәр җәнубий корийилик аялни қәләйғазида қоюп бәргәнликини, йәнә бир нәччә саәт өткәндин кейин, җәнубий корийилик төт аял вә бир әрни шаһбазға йеқин бир чөлдә қоюп бәргәнликини испатлиған.
Хәвәрдә баян қилинишичә, җәнубий корийә ташқи ишлар министирлигиниң баянатчиси чохийоңниң сиол шәһиридә баян қилишичә, талибанларниң гөрүгә еливалған җәнубий корийиликләрни бу қетим қоюп бериши-- җәнубий корийә даирилири афғанистанға әвәткән әскирини йил ахиридин бурун қайтуруп келишкә вәдә бәргәндин кейин йүз бәргән.
Хәвәр архиплириға қариғанда, талибанлар 7 - айниң 19 - күни, кабулдин қәндихарға аптобус билән саяһәткә маңған кишиләрдин 23 нәпәр җәнубий корийиликни қәндихарда гөрүгә еливалғандин кейин, икки әрни етип ташлап, икки аялнила қоюп бәргән иди. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Талибан гөрүгә елинған корийиликләр мәсилисидә йеңи сөһбәт башлиди
- Һизби тәһрирниң җакартадики йеғилишиға 80 миңдин артуқ адәм қатнашти
- Талибанлар билән җәнубий корийә һөкүмәт хадимлири оттурисидики сөһбәт давамлашмақта
- Талибанлар гөрүгә елинған икки нәпәр җәнубий корийилик аялни қоюп бәргәнликини билдүрмәктә
- Хитай, уйғур паалийәтчиләрни тапшуруши һәққидә пакистанға бесим қилмақта
- Икки корийә рәһбәрлири йеқинда алий дәриҗилик учришишқа келишти
- Шималий вә җәнубий корийә әскәрлири чегрида тоқунушуп қалди
- Гөрөгә елинған җәнубий корийиликләрни қутқузуш мәсилсидә илгириләш болмиди
- Пакистанда елип берилған өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗумда 9 киши өлди