Хитай сода-санаәт вәкилләр өмики ташкәнттә паалийәт қилди


2007.07.08

Хитай малийә министириниң өзбекистан зиярити рамкиси астида хитай тиҗарәт вәкилләр өмики 6-июлдин 9-июлғичә өзбекистанниң ташкәнт қатарлиқ шәһәрлиридә зиярәттә болған.

Пәрғанә агентлиқиниң өзбекистан сода ишлири идарисиниң учуридин нәқил кәлтүрүшичә, хитай вәкилләр өмикиниң зияритиниң түп мәқсити хитайниң чоң ширкәтлириниң өзбекистандики тоқумчилиқ , йеза игилик , йипәкчилик санаәт үскүнилири ясаш, тәнһәрикәтчиләрниң баш кийимлири тикиш , қурулуш вә яғаччилиқ санаити қатарлиқ һәр саһә билән шуғуллинидиған ширкәт-карханилар билән һәмкарлиқ орнитиштин ибарәттур. 9-Июл күни икки дөләт сода-санаәтчилири һәм ширкәтлириниң рәһбәрлири арисида бәсләштүрүп сетиш паалийити уюштурулидикән.

Нөвәттә, хитайниң оттура асия дөләтлири билән елип бериватқан содисиниң омумий қиммити йәттә милярд америка доллири әтрапида болуп, буларниң ичидә пәқәт қазақистан билән болған сода қиммитила 6 милярд долларға йәткән. Униңдин кейин таҗикистан, өзбекистан, қирғизистанлар турған болуп, учурлардин қариғанда хитай билән өзбекистан арисида 530 километрлиқ тәбиий газ турубиси ятқузуп, өзбекистан тәбиий газлирини хитайға сетиш һәққидә келишим һасил қилинған.

Әгәрдә енергийә саһәсидики бу сода әмәлгә ашса, кәлгүсидә өзбекистан хитайниң оттура асиядики йәнә бир чоң сода шерики болуп қелиши мумкин икән.

Өзбекистан һөкүмити 2005-йили, әнҗан вәқәсидин кейин америка билән болған мунасивәтни соғуқлаштуруп, хитай вә русийә билән болған сиясий һәм иқтисадий һәмкарлиқларни ашурған шуниңдәк ташкәнт рәһбәрлири русийә вә хитай мәбләғлирини өзбекистанға елип киришкә тиришмақта. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.