Қирим татарлири сақчилар билән тоқунушти


2007.07.14

Украинийә контрол астиға еливалған қирим арилидики қирим татарлири өзлириниң йәр земинлирини тәләп қилиш һәрикәтлирини давамлаштурмақта. Шәнбә күни қиримдики судақ шәһәрлик һөкүмәтниң алдида 50 нәччә нәпәр қирим татарлириниң вәкиллири йиғилип, өзлиригә тәвә дәп қаралған йәрләрни қайтуруп беришни тәләп қилип, шәһәр башлиқини өзлири билән көрүшүшкә чақирған болсиму, лекин нәтиҗә чиқмиған, мәйданға қораллиқ сақчилар келип уларни тарқитивәтмәкчи болғанда тоқунуш келип чиққан.

Русийиниң "нәвсру" учур ториниң хәвәр қилишичә, тоқунушқа төт адәм қолға елинғандин кейин вәқә техиму кеңәйгән. Татарлар шәһәрниң асаслиқ кочилирини қамал қилип, йолларни тосувәткән. Украинийә ички ишлар министирлиқиниң муавини нәқ мәйданға йетип кәлгән болуп, тоқунушта уму зәрбә йигән. Вәқәни бесиқтуруш үчүн украинийә ички ишлар министирлиқи 150 нәпәр қораллиқ сақчи вә 50 нәччә нәпәр алаһидә хизмәт җәңчисини әвәткән.

Бу мушу бир һәптә ичидә үчинчи қетим йүз бәргән тоқунуш вәқәси болуп, дүшәнбә күни татарлар ялта шәһиридин симферепол шәһиригә баридиған йолларни тосувалған, қирим татарлири билән руслар вә украинлар арисида двамлиқ тоқунушлар келип чиққан.

Қирим татарлириниң йәр земин тәләп қилиши вә йәрләрни өзликидин игилишигә сәвәб болған вәқә 1944-йили уларниң сталин тәрипидин оттура асияға һәйдиветлиши болуп, әйни вақитта сталин қирим аптоном җумһурийитини бикар қилип, барлиқ татарларни хаин дәп өз юртлиридин һәйдивәткән, қирим татарлириниң йәрлири, өйлирини руслар, украинлар игилигән. Сталин өлгәндин кейин қирим татарлири өйлиригә қайтқан болсиму, лекин улар һеч немигә еришәлмигән һәмдә кәмситилишкә учриған.

Совет иттипақи йимирилгәндин кейин қирим мәсилиси украинийигә қалған. Қирим татарлири өз һоқуқлири вә башқилар игиливалған йәр-земинларни қайтурувелиш үчүн җиддий паалийәтләрни елип бармақта. Бир қисим татар һөкүмәт йәрлирини қайтуруп бәрмигәндә , өз ихтияри билән йәрләрни игиливелиш чариси қолланған. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.