Қазанда гуантанамодин қоюп берилгән татар яшлири үчүн намайиш өткүзүлди
2006.03.26
Татаристанниң пайтәхти қазан шәһиридә 26- март күни 30 нәччә киши топлинип, өткән йили гуантаномо түрмисидин қоюп берилгәндин кейин, қайтидин русийә сақчи даирилири тәрипидин қолға елинған үч нәпәр татар яшни вә 2004-йили, террорчилиқ қилмақчи дегән гунаһ билән қолға елинған 23 нәпәр татарни қоюп беришни тәләп қилип, намайиш өткүзгән.
Русийиниң нәвсру. Агентлиқиниң учуридин қариғанда, бу намайишқа татар иҗтимаий җәмийити дәп аталған тәшкилатниң әзалириму иштирак қилған болуп, паалийәтчиләрниң рәһбири хәлил аюпов мухбирға татаристанда ислам радикализиминиң мәвҗут әмәслики, татарларниң ислам дининиң һәнефийә мәзһипигә мәнсуп болуш билән ваһабийлар мәзһипидин пәрқлинидиғанлиқини чүшәндүргән.
Хәвәрдә көрситилишичә, өткән йили гумароп вә ишмуратоп исимлик икки яш афғанистанда америка әскәрлири тәрипидин қолға елинип, гуантаномо түрмисигә соланғандин кейин 2005-йили қоюп берилип, русийигә қайтурулған иди. Әмма узун өтмәй русийә даирилири уларни қолға алған. Татаристан соти уларниң делосини русийә алий сотиға йоллиған болсиму, лекин русийә алий соти буни қайтидин көрүп чиқишни тәләп қилип, делониң вақти созулуп кәткән.
Хәвәрдә көрситилишичә, татар намайишчилири қоллирида "хәлқара җәмийәт гуантаномо түрмисини тақашни тәләп қиливатиду, қачан русийиниң мусулманларға қаратқан турмилири тақилиду?" дегәндәк пилакатларни көтүривалған икән.(Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америкиниң мәхпий тутуп туруш орунлири барлиқи һәққидики хәвәр хәлқараниң диққитини тартмақта
- Б д т ниң кишилик һоқуқ тәкшүрүш өмики гүәнтанамони зиярәт қилишни рәт қилди
- Америка, б д т кишилик һоқуқ мутәхәссислирини гүәнтанамони зиярәт қилишқа тәклип қилди
- Қазанда қол шәрип мәсчитиниң ечилиш мурасими өткүзүлди
- Америка һөкүмитиниң гуәнтанамо түрмисини тақиветиш пилани йоқ икән