Америкиниң хитай һәрбий тәһдиди тоғрисидики қариши бейҗиң даирилирини ғәзәпләндүрди


2005.02.18

Хитай һөкүмити, америка мәркизи ахбарат идариси башлиқиниң хитайниң һәрбий җәһәттики тәрәққияти тәйвән боғузидики һәрбий күчләр тәңпуңлиқиниң бир тәрәпкә еғишини кәлтүрүп чиқириши мумкин, дегән сөзини тәнқид қилип, америкини тәйвән даирилиригә хата сигнал бериш билән әйиплиди.

Хитай ташқи ишлар министирлиқи җүмә күни хитай мәтбуатлири арқилиқ баянат елан қилип, мәркизи ахбарат идариси башлиқиниң юқириқи қаришини тәнқид қилған.

Мәркизи ахбарат идариси башлиқи портер гос, " хитайниң һәрбий заманивилаштуруш тиришчанлиқи шундақла хитай һәрбий қисимлириниң йиғилиши, тәйвән боғузидики һәрбий күчләр тәңпуңлиқиниң бир тәрәпкә еғишини кәлтүрүп чиқириши мумкин. Хитай һәрбий күчиниң тәрәққияти райондики америка қошунлириға тәһдит," дәп сөзлигән.

Хитай ташқий ишлар министирлиқиниң баянатчиси коң чүән, госниң сөзини "мәсулийәтсизлик билән қилинған сөз," дәп көрсәтти. Коң чүән мундақ дәйду: " америка җоңгониң ички ишлириға чекидин ешип қол тиқмақта шундақла тәйвән мустәқилчи күчлиригә хата сигнал бәрмәктә."

Бирақ коң чүән, хитайниң һәрбий күчини тәрәққий қилдуруш тиришчанлиқини тилға алмиған. Портер гос, хитайниң тәйвән боғузи қарши қирғиқидики балистик башқурулидиған бомбилар шундақла су асти парахотиниң санини ашурғанлиқини билдүргән иди.

Коң чүән, бейҗиңниң тәйвән мәсилисини тинч йол билән һәл қилиш тәрәпдари, амма тәйвәнниң мустәқиллиқни таллишиға йол қоймайдиғанлиқини тәкитлиди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.