Америка доклатида, хитайниң америкиға қаратқан җасуслуқ һәрикәтлириниң тәһдитини мөлчәрлиди
2005.05.16
Америка дөләт мудапиә министирлиқи йеқинда доклат чиқирип, пүтүн дунядики җасуслуқ һәрикәтләрниң америкиға елип келидиған тәһдитини мөлчәрлиди. Доклатта хитайниң өткәнки йигирмә йил ичидики ахбарат топлаш иқтидариниң зор дәриҗидә ешип, америка вә русийидинла кейин туридиғанлиқи көрситилгән.
" Җасуслуқ тәһдит қолланмиси" намлиқ мәзкур доклатта ейтилишичә, хитай ахбарат топлаш җәһәттә әтрапидики һиндистан, японийә, русийә, җәнубий корийә қатарлиқ дөләтләрни нуқтилиқ нишан қилған һәмдә америкиниң шәрқий җәнубий асиядики һәрбий базисидин чиққан сигналларға алаһидә қизиққан.
Доклатта билдүрүлүшичә, хитай гәрчә америкидин електронлуқ ахбаратларни топлаш қабилийитини давамлиқ күчәйтиватқан болсиму, бирақ йеқин кәлгүсидә, хитай асаслиқи йәнила хәлқ ичидики тәтқиқат органлири вә дөләт мәҗлисиниң ашкариланған һөҗҗәтлиридин америкиниң ахбаратлирини топлайдикән.
Доклатта йәнә тәкитлинишичә, хитайниң америкида йәттә дипломатийә оргини, 2700 дин артуқ сода оргини бар болуп, буниңдин сирт, америка университетлирида оқуватқан вә мәктәп пүттүргән 100 миңдәк оқуғучиси бар икән. Буларниң һәммиси хитайниң ахбарат топлаш хизмитигә асанлиқ туғдуридикән. Хитай һөкүмити йәнә йеқинқи йиллардин буян, америка пуқралиқиға өткән хитайларни ахбарат топлаш ишлириға салмақта икән.
Әмма доклатта көрситилишичә, хитайниң ахбарат топлаш усули асаслиқи интайин көп адәмни ишқа селиш арқилиқ йиғқан чәклик учурларни топлаш болуп, бу хил усулниң әмәлийәттә үнүми төвән икән. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайдики милләтчилик учқунлири америкида әндишә яратмақта
- Хитай буниңдин кейин америка ахбарат хизмитиниң асаслиқ нишани
- Америка билән японийә, тәйвәнни икки дөләт хәвпсизлик рамкисиниң ичигә алиду
- Америкиниң хитай һәрбий тәһдиди тоғрисидики қариши бейҗиң даирилирини ғәзәпләндүрди
- Америка мәркизи ахбарат идариси хитайниң һәрбий қурулушини күчәйтишини тәһдид һесаблайдикән