Хитайдин келидиған һуҗум тәһдити японийә мудапиә пиланида йәр алди
японийидә чиқидиған "асахи шинбен" гезитиниң хәвәр қилишичә, японийә мудапиә министирлики йеқинда түзгән бир мудапиә пиланида, 2008 - йилғичә японийә дуч келидиған тәһдитләрни оттуриға қойған болуп, буниңда хитайниң японийигә һуҗум қилиш мумкинчилики барлиқини тәкитлигән.
японийә мудапиә министирликиниң пиланида тәкитлишичә, хитайниң японийигә икки хил һуҗум қилиш мумкинчиликиниң бири, хитай - японийә мунасивити җиддиләшкәндә, хитай икки дөләт оттурисида талаш тартиштики хитайлар тәрипидин дявйүйдав, дәп аталған санкако тақим араллирини ишғал қилиш, иккинчи тәйвән боғузида тоқунуш партлиғанда хитай америкиниң японийидики һәрбий әслиһәлиригә һуҗум қилиши мумкин. Әмма японийә мудапиә министирликиниң доклатида хитайниң японийигә һуҗум қилиш мүмкинчилики аз, дәп тәкитлигән.
японийә мудапиә министирликиниң доклати, хитай - японийә оттурисида шәрқий деңиз районидики бәзи аралларниң игилик һоқуқини талишиш күриши өткүрләшкән бир чағда елан қилинди.
Дәл мушу чағда, хитайлар " бейҗйән 2005" намлиқ һәрбий маневир өткүзидиғанлиқини җакарлиди. Хитай дөләт мудапиә миниситрликидики даириләрниң тәкитлишичә, "бейҗйән" маневирниң шималда өткүзилидиғанлиқини шундақла "җйән" туюқсиз зәрбини ипадиләйдикән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- японийә хитайниң талаш- тартиштики деңиз территорийисини ечишиға қаршилиқ билдүрди
- японийә мудапиә қисимлири хитай уруш парахотлирини тосиди
- Хитай һөкүмити, японийини тәнқид қилди
- японийә 2005 - йиллиқ дөләт мудапиә ақ ташлиқ китабини елан қилди
- Америка дөләт мудапиә министирлиқи хитайниң һәрбий күчи һәққидики йиллиқ доклатини елан қилди