Мәслиһәтчиләр өмики америкини хитайниң һәрбий күчигә сәл қаримаслиққа агаһландурди
2005.12.15
Америкидики даңлиқ мәслиһәтчиләр өмики чаршәнбә күни йеңи тәтқиқат доклатини елан қилип, америка һөкүмитини хитайниң һәрбий күчигә сәл қаримаслиққа агаһландурди.
Америкидики консерватип мәслиһәтчиләр өмики болған хадсен иниститоти хитайниң һәрбий күчи һәққидики тәтқиқат нәтиҗисигә асасән, "хитайниң тез ешиватқан техника илғарлиқиниң өзи, америка һөкүмитиниң техиму илғар вә күчлүк қоралларни тәрәққий қилдуруши үчүн чоқум җиддий пилан түзүп чиқиши керәкликидин дерәк бериду" дәп көрсәткән.
Мәзкур доклатта йәнә, хитайниң кейинки йерим әсирдә юқири техника вә һәрбий күчини зор дәриҗидә илгири сүридиғанлиқини әскәртип, америка һөкүмитини "террорчилиққа қарши уруш" һәмдә оттура шәрқ вә оттура асияниң демократийилишиши билән һәддидин зиядә алдираш болуп кетиватқанлиқини агаһландурди.
Хадсен иниститоти доклатида йәнә, америкиниң парис қолтуғи урушида ишләткән илғар һәрбий қораллириниң хитайни һәйран қалдурғанлиқини, әмма икки дөләт оттурисидики һәрбий пәрқниң һазир барғансери кичикләватқанлиқини ейтип, "әгәр америка давамлиқ хитайниң һәрбий күчигә сәл қаравәрсә, узунға қалмай хитай америкини гоя машининиң алдидики кийиктәк тутивалиду. Худди америка 1991 - йили хитайни шундақ қилғандәк" деди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка хитайниң баш көтүрүшигә тақабил туруш истратегийиси бәлгилиши керәк
- Әнглийә тәтқиқат орни: хитайниң һәрбий күчи, асия дөләтлиригә тәһдит
- Хитай мәдәнийәт министири, хитай америка үчүн тәһдит әмәс, деди
- Хитайдин келидиған һуҗум тәһдити японийә мудапиә пиланида йәр алди
- Роберт зойлик: хитайда бир партийә диктаторлиқи узунға бармайду