Японийә ташқи ишлар министири хитай тәһдити һәққидә тохталди


2005.12.22

японийә ташқи ишлар министири таро асу пәйшәнбә күни "ядро қораллириға игә болған һәмдә һәрбий хамчотни тохтимастин ашуруватқан хитай, японийә үчүн мәлум дәриҗидә тәһдит" дәп билдүрди.

Торо асу мухбирларни күтивелиш йиғинида " бизгә қошна болған бу дөләт ядро қоралиға игә болупла қалмастин 12 йилдин бери һәрбий хамчотни тохтимастин ашуруп, бурунқидин икки һәссә көпәйтти, униң үстигә хитай сияситиниң очуқ - ашкара болмаслиқи қатарлиқлар бу дөләтниң японийә үчүн бир тәһдит икәнликини көрситиду" деди.

японийә ташқи ишлар министирлиқи баянатчисиниң билдүрүшичә, токйо һечқачан хитайниң һәрбий күчини өзи үчүн бивастә тәһдит дәп қаримайдикән.

Бу арида хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси чиң гаң "җуңго әзәлдинла тенчлиқ шәкилдә тәрәққи қилиш йолини талливалған, җуңгониң тәрәққияти район вә дуняниң тенчлиқи һәмдә муқимлиқи үчүн төһпә қошти, болупму японийини ичигә алған асия дөләтлири үчүн зор тәрәққият пурсити яратти, японийә ташқи ишлар министири 'җуңгониң алаһидә бир тәһдит икәнлики' һәққидики бу нәзәрийисигә мәсул болуши керәк " дәп наразилиқини билдүрди. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.