Японийә ташқий ишлар министири: җуңго японийигә һәрбий тәһдит
2006.04.03
японийә ташқий ишлар министири таро асуниң тәкитлишичә, җуңго японийигә һәрбий тәһдит шәкилләндүрмәктә. японийә мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, таро асу йәкшәнбә күни хитай - японийә мунасивити вә японийә баш министири койзуминиң ясукони бузрукгаһини зиярәт қилиш һәрикити қатарлиқ бир қатар мәсилиләр үстидә тохталған.
Таро асу японийә фуши телевизийә истансисиниң зияритини қобул қилғанда, "җуңгониң һәрбий хам чоти шиддәт билән көпәймәктә, дәйду. Униң тәкитлишичә, хитай һәрбий хам чотиниң ениқлиқ дәриҗиси рошән әмәс. Ташқий дуня хитай һәрбий хам чотиниң қәйәрләргә хәҗлиниватқанлиқи билмәйду. Әтраптики дөләтләр буниңдин тәһдит һес қилмақта.
1990 - Йиллардин бери ,хитайниң дөләт мудапиә һәрбий хам чоти йилиға 2 рәқәмлик сан бойичә көпийип маңди. Бу йил 3 - айда хитай һөкүмити бу йилқи дөләт мудапиә хам чотини 35 милярд долларға өстүрүп, 14 % ашурғанлиқини җакарлиған. Лекин америка даирилириниң пәрәз қилишичә, хитайниң йиллиқ һәрбий хам чоти улар елан қилған сандин көп юқири болуши мүмкин.
Бәзи көхәткүчиләр, хитай һәрбий хам чотиниң әмәлийәттики сани 105 милярд доллар әтрапида болуши мумкин, дәп қаримақта. Лекин хитай һөкүмити һәрбий хам чотни ашуруштики мәқсиди һәрбийләрниң турмушини яхшилаш, тәлим - тәрбийигә селинидиған мәбләғни көпәйтиш вә һәрбий әслиһәләрни йеңишлаш үчүн, дәп көрсәтмәктә. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай - японийә мунасивити йәнә җиддийлишишкә башлиди
- японийә: хитай шәрқий асияни турақсизлиқ гирдабиға елип кәлмәктә
- японийә хитайға беридиған малийә ярдимини кечиктүрди
- Хитай һөкүмити америкиниң һәрбий хам чот тоғрисидики доклатини рәт қилди
- Америка ташқи ишлар министири, хитайниң һәрбий хамчотини көпәйткәнликини тәнқид қилди









