Франсийидә ядролуқ өзгүрүш тәҗрибиханиси қуруш үчүн 7 дөләт имза қойди


2006.11.22

'Вашингтон хәвәрлири' гезитидә баян қилинишичә, 21 ‏- ноябир күни парижда, яврупа бирлики, америка, японийә, хитай, русийә, һинидстан, җәнубий корийә қатарлиқ 7 дөләт ядролуқ өзгүрүш тәҗрибиханиси қуруш үчүн имза қойди. Бу һазир дуня буйичә әң чоң қурулуш дәп һесаблинидиған аләм бошлуқи понкитидин қалса иккинчи орунда туридиған чоң қурулуш. Франсийиниң җәнуп тәрипи бу қурулушниң тәҗрибиханиси болиду.

Хәвәрдә баян қилинишичә, бу қурулуш ядролуқ өзгүрүш пәйда қилиш арқилиқ, инсанийәтни худди қояш иниргийисигә охшаш бир хил иниргийә билән тәминләйдиған қурулуш. Пиланлинишичә, бу бүйүк қурулушниң тәҗрибиә әслиһәлири 2007 ‏- йили бина қилинишқа башлайду. 2008 ‏- Йили тәҗрибә қилиниду. 2009 ‏- Йили ядролуқ риактор қуруп ишқа чүшиду. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.