Германийә хитайниң шу дөләттики уйғурлар һәққидики әрзини тәкшүрмәкчи
2004.12.12
Германийә тәкшүргүчи хадимлири, хитай һөкүмитиниң " бир қисим уйғурлар германийидә туруп, хитайға қаритилған террорлуқ һәрикәтләрни пиланлимақта" дигән әрзини тәкшүрүш үчүн, пат арида хитайни зиярәт қилмақчи.
Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, икки нәпәр германийә тәкшүргүчи хадими пат арида бейҗиңға берип, хитай һөкүмити топлиған аталмиш " пакитлар" үстидин тәкшүрүш елип баридикән.
Хитай һөкүмити илгири , германийидики уйғурлар кишилик һәқ - һоқоқлирини илгири сүрүш үчүн қурған "дуня уйғур яшлар қурултийи" вә "шәрқий түркистан учур мәркизи" ни террорчи тәшкилат дәп елан қилип, германийә һөкүмитидин мәзкур тәшкилатларни чәкләшни тәләп қилған иди. Бирақ, германийә һөкүмити хитайниң бу тәлипини рәт қилған.
Хитай һөкүмити йәнә бир нәччә ай бурун, һиндистан һөкүмитигә пакистандики бир қисим уйғурларниң йеңи деһлидики хитай әлчиханисиға террорлуқ һоҗум қозғашни пиланлаватқанлиқи һәққидә учурға еришкәнликини уқтурған һәмдә улардин һиндистандики хитай органлирини қоғдашни тәләп қилған. Бирақ, һиндистанда, һазирғичә һечқандақ вәқә йүз бәрмиди.
Баш штаби германийидики дуня уйғур қурултийи, хитай һөкүмитиниң чәтәлдики уйғурларниң миллий мустәқиллиқ һәрикәтлирини қарилаш үчүн хата учурларни тарқитиватқанлиқини әйиплимәктә. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Гвантанамодики уйғурлар һәққидә муһәммәт имин һәзрәт билән сөһбәт
- Уйғур сиясий паалийәтчиси мәмтимин һәзрәт әпәнди билән рабийә қадир һәққидә сөһбәт
- Муһәммәт имин һәзрәт әпәнди билән сөһбәт
- Д у қ ниң баш катиби долқун әйса ерқий кәмситишкә қарши туруш йиғинида сөз қилди
- Уйғур дияри террорстларниң базисиму?(1)
- Уйғур дияри террорстларниң базисиму?(2)
- Уйғур дияри террорстларниң базисиму? (3)
- Уйғур дияри террорстларниң базисиму?(5)
- Уйғур дияри террорстларниң базисиму?(6)









