Америка авам палатаси хитайниң кишилик һоқуқ вә пиланлиқ туғут сияситини тәнқид қилди
Америка авам палатасиниң ташқи ишлар комитети сәйшәнбә күни гуваһлиқ бериш йиғини өткүзүп, хитай кишилик һоқуқ хатириси вә бейҗиң һөкүмитиниң пиланлиқ туғут сияситини тәнқид қилди. Америка ташқи ишлар министирлиқиниң нопус, мусапирлар вә көчмәнләр мәсилиси бойичә ярдәмчи ташқи ишлар министири артур дәйвей гуваһлиқ берип, бир пәрзәнтлик сиясити кишилик һоқуққа қилинған қопал иғвагәрчилик болупла қалмай, әрләр билән аяллар нопусиниң тәңпуңлиқини бузмақта, дәп көрсәтти. У, хитайда мәҗбури бала чүрүрүшниң йәнила омуми йүзлүк әһваллиқини әскәртип, бирақ бу әһвалниң йеқиндин бери юмшашқа башлиғанлиқини тәкитлигән.
Америка дөләт мәҗлиси вә буш һөкүмитиниң қаришичә, б д т нопус фонди җәмийити, хитайниң пиланлиқ туғут сияситини зорлуқ күч билән иҗра қилишиға ярдәм бериватиду. Шуңа буш һөкүмити б д т нопус фонди җәмийитгә беридиған ярдәм пулни тохтитип қойған. ярдәмчи ташқи ишлар министири артур дәйвей, хитайниң пиланлиқ туғут сияситини яхшилаш җәһәттики тиришчанлиқи, америкиниң ярдәмни әслигә кәлтүрүши үчүн йитәрлик әмәс, дәп көрсәткән.
Йиғинға риясәтчилик қилған авам палата әзаси кристофир симит, "кишини йиргәндүридиғини, бир пәрзәнтлик сиясәтниң зорлуқ күч билән изчил вә системилиқ елип бериливатқанлиқи" дәп тәкитлигән. Америка ташқи ишлар министирлиқиниң кишилик һоқуқ мәсилилири бойичә ярдәмчи ташқи ишлар министири майкил козак, хитай һөкүмити террорчилиққа қарши туруш урушини баһанә қилип, уйғурларни шундақла диний затларни бастуриватқанлиқини илгири сүргән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғурларни бирдин артуқ бала алмаслиққа немиләр мәҗбур қиливатиду ?
- Уйғур елидә аялларниң балиятқу ракиға гириптар болуш нисбити тез өрлимәктә
- Хитай вә уйғур районида йүргүзиливатқан пиланлиқ туғут сиясити һәққидә
- Хитайниң уйғурларға қаратқан туғут сиясәтлири һәққидә сөһбәт
- Хитайниң пиланлиқ туғут сияситигә қарши чиққучи қийин-қистаққа елинди
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитай кишилик һоқуқ хатириси һәққидә доклат елан қилди
- Америка дөләт мәҗлиси диний етиқат әркинлиги тоғрисида гувалиқ бериш йиғини өткүзди
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилати хитайни әйиплиди