Америка ташқи ишлар министирлики терорчилиқниң һазирқи вәзийити тоғрисида доклат елан қилди


2007.05.02

30 ‏- Април америка ташқи ишлар министирлики терорчилиқниң дунядики һазирқи вәзийити тоғрисида доклат елан қилди.

Мәзкур доклатта террорчилиқ билән бивастә яки вастилиқ мунасивәтлик орунлар яки америкиниң террорчилиққа қарши урушини қоллиған дөләт, районларниң һазирқи әһвали тонуштурулған. Җүмлидин хитай һөкүмитиниң америкиниң хәлқара террорчилиққа қарши туруш күришидә америкини қоллап кәлгәнлики тилға елинған.

Доклатта, бейҗиңниң һазирға қәдәр уйғурларниң хитайниң дөләт ичи муқимлиқиға дәхли қилип келиватқанлиқи һәққидики қарашлири үстидә тохтилип мундақ дейилгән: "бейҗиң, хитай территорийиси ичидики террорчилардин әндишә қилидиғанлиқини вә шинҗяңдики азсанлиқ милләт уйғурларниң бәзи бир қисминиң хитайниң ички муқимлиқиға тәһдит болуп туруватқанлиқини изчил тәкитләп кәлди."

Әмма хитай һәққидә тохталған мәхсус бир бөләктә "бу йил хитайда һечқандақ террорлуқ вәқәси юз бәрмиди " дейилгән.

Лекин, алаһидә тилға елишқа әрзийдиған йери шуки, мәзкур доклатта, хитайниң террорлуққа зәрбә беришни баһанә қилип туруп уйғур мусулманларни изчил бастуруп келиватқанлиқи сәвәблик, кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң хитайни әйибләп кәлгәнлики алаһидә тилға елинған.

Униңдин башқа йәнә, америка қошма штатлириниң афғанистанда қолға чүшкән бәш нәпәр уйғурни гунаһсиз дәп ақлап хитайниң наразилиқиға қаримай өткән йили майда гуәнтанамо түрмисидин албанийәгә йолға салғанлиқи баян қилинған. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.