Русийидики гөрүгә елиш вәқәсидә өлгәнләрниң дәпнә мурасими өткүзүлди
2004.09.05
Русийиниң беслан шәһиридики кишиләр йәкшәнбә күни гөрүгә елиш вәқәсидә қазаға йолуққанларни дәпнә қилиш мурасимини өткүзди. Мәзкур вәқәдә өлгәнләрниң сани338 гә йәткән .
Британийә радио- телевизийә ширкитиниң хәвиригә қариғанда, русийиниң башқа җайлиридиму зиянкәшликкә учриғанлар үчүн һәр хил шәкилдики тәзийә мурасимлири өткүзүлгән болуп, дүшәнбә вә сәйшәнбә күнлири йәнә, мәмликәт бойичә тәзийә билдүрүш мурасими өткүзилидикән.
Буниң алдида, росийә президенти виладемир путин телевизор нутиқи сөзләп, русийидә техиму үнүмлүк бир бихәтәрлик системиси қуруп чиқишқа вәдә бәрди. У нутуқида йәнә, чечәнистанни өз ичигә алған шималий кавказ райониға болған контроллуқни күчәйтидиғанлиқини билдүрди.
Өткән чаршәнбә күни русийиниң осситийә җумһурийити беслан шәһиридики бир мәктәп қораллиқ күчләр тәрипидин ишғал қилинип, мәктәп ичидики балилар, ата- анилар вә оқутқучилар гөрүгә елинған иди. Җүмә күнидики росийә аманлиқ қисимлириниң қутқузуш һәрикити җәрянида гөрүгә елинғанлардин 338 и өлгән. 700 Дин артуқи яриланған. Өлгәнләрниң йерими балилар икән.
Йәрлик бихәтәрлик хадимлири, гөрүгә алғучи 30 нәччә кишиниң ичидә 27 исиниң өлүп, үчиниң тутулғанлиқини вә йәнә бир нәччисиниң қечип кәткәнликини билдүргән һәмдә өлгәнләрниң көпинчисиниң чечәнләр вә әрәбләр икәнликини илгири сүргән. (Арзу)
3- Сентәбир Шимали осситийәдики гөрүгә еливелиш кризиси қәтлиам билән ахирлашти
6- Сентәбир Шималий оссетийә вәқәси һәққидики инкаслар
7- Сентәбир Шималий оссетийә вәқәси вә путин
8- Сентәбир Руссийә чечән рәһбәрлирини тутуш мукапати елан қилди