Америка, хитайда террор тәһдиди тоғрисида агаһландурди
2005.11.14
Америка һөкүмити, америка пуқралирини хитайниң җәнубий районидики кулуб, ресторан вә мәктәпләрдики террор тәһдити тоғрисида агаһландурди.
Америка ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин һоңкоңдики америка консолханисиниң торбитидә елан қилинған бир уқтурушида, ишәнчилик мәнбәләрдин гуаңҗудики америка һөкүмәт хадимлири шундақла америка ширкәтлиригә террорлуқ бир тәһдити барлиқи тоғрисида мәлумат қолға кәлтүрүлгәнликини билдүрүлгән.
Уқтурушта, террорлуқ тәһдитиниң америкилиқлар баридиған кулуб, ресторан һәмдә америкилиқлар ишләйдиған орунлар вә мәктәпләргә қаритилған болуши мумкинлики тәкитләнгән.
Америка һөкүмити өткән һәптә, хитай һөкүмитиниң ислам әсәбий күчлири хитайдики алий дәриҗилик миһманханиларға һуҗум қозғиши мумкин дегән мәлуматиға асасән, хитайдики америка пуқралирини хитайда террорлуқ һуҗуми тоғрисида агаһландурған. Лекин бир күн кейин бу уқтурушини қайтуривалған. Америка хадимлириниң ейтишичә, хитай әмәлдарлири террорлуқ һуҗуми тоғрисида хәвәр бәргән мәнбәниң ишәнчлик әмәсликини билдүргән.
Ройтрес агентлиқиниң хәвәр қилишичә, уйғур мустәқилчилиригә қарши бастуруш һәрикити елип бериватқан хитай һөкүмити, өктәбир ейида уйғур аптоном районида террорчилиқ паалийити билән четишлиқ 19 нәпәр чәтәл пуқрасини қолға алғанлиқини җакарлиған. Әмма хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитай һөкүмитиниң, хәлқара террорчилиққа қарши урушни баһанә қилип, уйғурларни бастуруиватқанлиқини билдүрмәктә. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка әлчиханиси террорлуқ һуҗум һәққидики уқтурушини қайтурувалди
- Иорданийидики партлашта өлгәнләрниң ичидә хитай пуқралириму бар
- Хитай, америка әлчиханисини исламий күчләрниң һуҗум қилиш еһтималлиқи билән агаһландурди
- Хитайниң пакистандики әлчиханиси тәһдит хети тапшурувалған
- Дағистанда пойиз партлиди