Америка әлчиханиси террорлуқ һуҗум һәққидики уқтурушини қайтурувалди


2005.11.10
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Америкиниң бейҗиңдики әлчиханиси пәйшәнбә күни ислам радикаллириниң хитайда һуҗум қозғаш еһтималлиқи барлиқи һәққидики учурниң ишәнчлик әмәсликини билдүрүп, бу һәқтә елан қилған уқтурушини қайтурувалди.

Америкиниң хитайдики әлчиханисиниң билдүрүшичә, хитай сақчи даирилири буниң алдида, өзлирини ислам радикаллириниң киләр һәптә хитайдики алий меһманханиларда террорлуқ һуҗум қозғиши мумкинлики һәққидә агаһландурған. Буниң билән әлчихана чаршәнбә күни тор бетидә пуқралирини һошярлиқни өстүрүш һәққидә уқтуруш чиқарған. Уқтурушта, " хитай сақчи даирилири һәр қайси алий меһманханиларни киләр һәптә ичидә террорлуқ һуҗум йүз бериш еһтималлиқи һәққидә агаһландурди" дейилгән.

Америка әлчиханиси пәйшәнбә күни елан қилған баянатида, хитай сақчи даирилириниң бу хәвәрниң ишәнчилик әмәсликини байқиғанлиқини, америкиниңму хитайда террорлуқ һуҗум йүз бериш еһтималлиқи һәққидә һечқандақ учурға игә әмәсликини көрсәтти.

Әмма франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси лю җәнчав, хитай җамаәт хәвпсизлик даирилириниң һечқачан америка әлчиханисиға вә яки меһманханиларға бундақ бир агаһландуруш берип бақмиғанлиқини билдүргән. У террорлуқ тәһдит һәққидики учурниң "бир қисим чәтәлликләр тәрипидин ойдурулуп чиқирилғанлиқи" ни көрсәткән. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.