Хитай, америка консулханисиға қаритилған террорлуқ тәһдит үстидин тәкшүрүш елип бериватқанлиқини билдүрди


2005.11.15

Америкиниң хитайда турушлуқ баш әлчиханиси гуаңҗудики америка консулханиси вә америка әслиһәлириниң террорлуқ тәһдиткә учриғанлиқини елан қилған кейин, хитай һөкүмити сәйшәнбә күни баянат елан қилип, террорлуқ тәһдит үстидин тәкшүрүш елип бериватқанлиқини, чәтәлликләр вә чәтәл әслиһәлирини қоғдаш йолида тәдбир алидиғанлиқини җакарлиди.

Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң сәйшәнбә күни елан қилған баянатида, "америка тәрәпниң уқтурушиға диққәт қиливатимиз. Җуңго, җуңгодики чәтәлликләр вә чәтәл әслиһәлириниң бихәтәрликигә давамлиқ әһмийәт бериду" дәп тәкитлигән.

Ташқи ишлар министирлиқи, америка әслиһәлиригә қаритилған тәһдитниң ишәнчлик яки әмәсликини тилға алмиди, әмма " биз бәзи тәдбирләрни алдуқ шундақла уларни қоғдаш йолида җиддий тәдбирләрни алимиз" дәйду.

Америка һөкүмити дүшәнбә күни җәнубий җуңгода яшайдиған америка пуқралирини агаһландуруп, гуаңҗудики америка консулханисиниң америка әслиһәлирини нишан қилған террорлуқ тәһдит тоғрисида "ишәнчлик йип учиға" еришкәнликини елан қилған.

Бейҗиңдики америка әлчиханисиниң аял баянатчиси шейла паскман, бу қетимқи тәһдитниң өткән қетимқи тәһдиткә қариғанда " пүтүнләй охшимайдиғанлиқини" билдүрди.

Хитай сақчилири өткән һәптә америка әлчиханисини әсәбий исламчи гуруһларниң һуҗумиға учрайдиғанлиқи тоғрисида агаһландурған. Әмма хитай ташқи ишлар министирлиқи бу учурни тоғра әмәс, дәп елан қилған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.