Америка җуңгоға саяһәт агаһландурушини бикар қилди
2006.06.17
Қошма штатлар җүмә күни хитайда болупму хитайниң чоң шәһәрлиридә америка нишанлириниң террорлуқ тәһдиткә учраш мумкинчилики һәққидә өткән һәптә елан қилған агаһландурушини бикар қилди. Америкиниң бейҗиңда турушлуқ баш әлчиханиси җүмә күни баянат елан қилип, 9 - июнда елан қилған вә америка пуқралириға йоллиған уқтурушиниң бикар қилинғанлиқини билдүрди.
Америка әлчиханисиниң өткән һәптә елан қилған агаһландурушида, испатланмиған учурларға асасән бейҗиң, шаңхәй вә гуаңҗу қатарлиқ шәһәрләрдики америка нишанлири, болупму черкав, мәктәп, рестурант вә шуниңға охшаш америкилиқлар йиғилидиған бәзи аммивий сорунлар тәһдит астида болуши мумкин, дәп тәкитлигән иди.
Америка әлчиханиси җүмә күни елан қилған баянатида " чоңқурлап тәкшүрүш вә җуңго даирилири билән болған музакириләрдин кейин, америка һөкүмити 2006 - йили 9 - июн күни елан қилинған учурдин әнсирәшкә керәк қалмиди, дәп қаримақта" дәйду. Буниңдин бир күн илгири бейҗиң һөкүмити террорлуқ тәһдити һәққидики агаһландуруш үстидин тәкшүрүш елип барғанлиқини , чәтәлликләрни вә җуңгодики чәтәл әслиһәлирини қоғдайдиғанлиқини билдүргән.
Ройтерс ахбарат агентлиқи җүмә күнки хәвиридә җуңго әнәнә бойичә террорлуқ һуҗумниң увиси болмисиму, лекин бейҗиң һөкүмити ғәрбий - шималдики шинҗаңда нопуси мусулманларни асас қилған уйғурларни зораванлиқ вастилар билән шәрқий түркистан дөлити қуримиз, дәп биарам қиливатиду, дәп әйиблимәктә, дәп көрсәтти. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Пакситан хитайдики меһманханиларға қаритилған террорлуқ һоҗум тәһдити һәққидики учурни тәкшүрмәктә
- Хитай, америка консулханисиға қаритилған террорлуқ тәһдит үстидин тәкшүрүш елип бериватқанлиқини билдүрди
- Америка, хитайда террор тәһдиди тоғрисида агаһландурди
- Америка әлчиханиси террорлуқ һуҗум һәққидики уқтурушини қайтурувалди
- Иорданийидики партлашта өлгәнләрниң ичидә хитай пуқралириму бар