Тоний блейр әнглийидики ислам дини рәһбәрлири билән көрүшти
2005.07.19
Әнглийә баш министири тоний блейр әнглийидики ислам дини рәһбәрлири билән көрүшүп, лондонда йүз бәргән партлаш вәқәси үстидә музакириләшти.
Әнглийә б б с радио-телевизийә ширкитиниң хәвиригә қариғанда, тоний блейр ислам дини рәһбәрлири билән көрүшкәндә, партлаш вәқәсини садир қилғучи әнглийә яшлириниң қандақ қилип өзини өлтүрүвелиш характеридә партлитип һуҗум қилғучиға айлинип қалғанлиқини вә диний радикални тәшвиқ қилғучиларға қандақ тақабил туруш қатарлиқ бир йүрүш мәсилиләрни оттуриға қойди.
Бу арида әнглийә малийә министири бравн партлашта зәхмиләнгүчиләргә ярдәм қилиш вә сақчи күчини ашуруш үчүн 20 милйон пондстерлиң аҗритидиғанлиқини билдүрди. Буниң алдида һөкүмәт қутқузуш ишлири үчүн 10 милйон пондстерлиң аҗратқан иди.
Әнглийә пайтәхти лондонда икки һәптиниң алдида йүз бәргән партлашта җәмий 52 киши қаза қилип, 700 дин көп киши яриланған иди. Бу әнглийидә йүз бәргән тунҗи қетимлиқ өзини өлтүривелиш характерлик партлаш вәқәси болуп һесаблиниду. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Лондондики партлаш вәқәсини садир қилғучи гумандарлар әнгилийә граждани
- Әнгилийә сақчилири лондонда нормал һаятниң әслигә келишини тәшәббус қилмақта
- Әнгилийә сақчилири партлаш вәқәсидин кейин 3 кишини қолға алди
- Лондондики партлаш вәқәсидә өлгәнләр сани 50 кә йәтти
- Әнгилийиниң пайтәхти лондонда йүз бәргән партлашларда нурғун киши өлди вә яриланди