Хитайниң пакистандики әлчиханиси тәһдит хети тапшурувалған
2005.11.08
Пакистанниң лоһор шәһиридә инглиз тилида чиқидиған " күндилик вақит" гезитиниң хәвәр қилишичә, хитайниң пакистанда турушлуқ дипломатийә органлири йеқинда хитай чоң қуруқлуқи вә хоңкоңдики саяһәт нишанлириға һуҗум қилидиғанлиқини агаһландурған тәһдит хети тапшурувалғандин кейин, пакистан даирилиридин тәкшүрүш елип бериш вә учур билән тәминләшни тәләп қилған.
Тәһдит хети 31 - өктәбирдә хитайниң карачи шәһиридики консулханисиға факс арқилиқ йолланған болуп, униңда һуҗумни елип баридиған гуманлиқ киши һуҗумниң " бир қанчә күн ичидә" елип берилидиғанлиқини тилға алған.
" Күндилик вақит" гезити, исламабадтики хитай әлчиханисиниң пакистан даирилиригә рәсмий илтимас сунғанлиқини хәвәр қилди. Уйғурчә тарқитилидиған " мунбәр" тор бетиниң илгири сүрүшичә, тәһдит хети "база " дәп атилидиған бир тәшкилат тәрипидин йолланған.
Хитай әлчиханиси, ислами террорлуқ гуруһиниң хитай чоң қуруқлуқи вә хоңкоңда али дәриҗилик меһманхана вә башқа саяһәт орунлириға һуҗум қозғайдиғанлиқи тоғрисида учур алғанлиқини уқтурған.
Бу хәвәрни" күндилик вақит" гезити, пакистан ташқи ишлар министирлиқидики мәнбәәләрдин алған болуп, әмма тәһдит хетидә тилға елинған шәхсниң исмини ашкарилимиған. Хитай һөкүмити буниңдин илгири шәрқий түркистан азадлиқ тәшкилатини уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқини тәбрикләш паалийити җәрянида террорлуқ һәрикити елип беришни пиланлимақта, дәп әйиблигән иди. (Әркин)