Хәлқара сақчи: террорчилар бейҗиң олимпик йиғиниға һуҗум қилишни пиланлиған болуши мумкин


2007.12.14

Русийә "әтигәнлик" гезитиниң хәвәр қилишичә, хәлқара сақчи тәшкилатиниң баш катипи роналд нобил, алдинқи күни франсийиниң лион шәһиридә ечилған хәлқара сақчи тәшкилатиниң йиғинда бейҗиң олимпик мусабиқиси террорлуқ һуҗумға учруши мумкин дәп агаһландурған шундақла һуҗум қорали био-химийилик бактрийә болуш еһтимали бар, дәп тәкитлигән.

Хәвәрдә, олимпик мусабиқисиниң йетип келишигә әгишип, бейҗиң даирилириниң бихәтәрлик мәсилисидә җиддийлишиватқанлиқини шундақла лиондики йиғинда олимпик мусабиқисиниң био-химийилик қоралларниң һуҗумиға учраш еһтимали алаһидә музакирә қилинғанлиқини язди.

Йиғинда хәлқара сақчи тәшкилатидики роналд нобил," биз һуҗум еһтималини реаллиқтин йирақ әмәс, дәп қараймиз," дәп тәкитлигән болсиму, лекин у " һуҗум қилиш еһтимали бар тәшкилатниң исмини атимиған. Әнгилийиниң "күндилик әйнәк гезити" бу һәқтики бир хәвиридә, хитай әл-қаидәниң һуҗум нишани болмисиму, лекин олимпик йиғини террорлуқ тәшкилатларниң һуҗум нишани икәнликини билдүрди.

Хитайларниң "довей ахбарат тори "болса хәлқара сақчи тәшкилатиниң агаһландурушини наһайити асанла "шәрқий түркистан ислам партийиси"гә бағлиди. Мәзкур торниң бу һәқтики хәвиридә "олимпик җәрянида йүз беридиған террорлуқ һуҗум шәрқий түркистан һәрикитидин келиши мумкин," дәйду. Лекин, йеқинда вингирийиниң пич шәһиридә чақирилған хәлқара "террорлуқ һәрикәтләр"гә мунасивәтлик йиғинда ғәрблик мутәхәссисләр, олимпик мусабиқисиниң һуҗумға учраш хәвпи мәвҗут болсиму ,лекин шәрқий түркистан тәшкилатлири бундақ иқтидарға игә әмәс, дәп қариған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.