Мутәхәссисләр америка дөләт мәҗлисидә хитайни йошурун тәһдит дәп көрсәтти
2005.02.07
Америка мәркизи ахбарат идариси шундақла дөләт мудапиә министирлиқидики юқири дәриҗилик әмәлдарлар, хитайни америка дуч келиватқан әң чоң тәһдит, дәп көрсәтти. юқириқи әмәлдарларниң билдүрүшичә, террорчилиққа қарши уруш буш һөкүмитиниң хитайдин келидиған тәһдиткә қарита диққитини чечивәткән.
Америка мәркизи ахбарат идарисиниң сабиқ башлиқи волсей, өткән һәптә авам палатасиниң ахбарат комитетитида гувалиқтин өтүп, " әгәр америкиға келидиған асаслиқ тәһдитләрдин 4 - 5 ни санап беришкә тоғра кәлсә, мән хитай, шимали корийә вә оттура шәрқтики үч мустәбитләр һәркитини саниған болаттим," дәп тәкитлигән. Волсейниң билдүрүшичә, бир партийә һөкүмранлиқидики хитай көп хил муқимсизлиқ амиллириға дуч кәлмәктикән.
У, хитайниң башқилар билән тоқунуш пәйда қилип, ички зидийәтни сиртқа бураш иһтималлиқи чоң, дәп тәкитлигән. Йиғинида америка дөләт мудапиә министирлиқиниң сабиқ ярдәмчи министири камберлий гувалиқ бәргән. У, буш һөкүмитиниң диққитини терорчилиққа қарши урушқа мәркәзләштүрүп, хитайдин келидиған тәһдиткә сәл қариғанлиқини билдүргән.
У мундақ дәйду: "мениңчә әгәр биз асияниң бихәтәрлики шундақла хитайниң баш көтүрүшигә диққәт қилмисақ, кәлгүсидә еғир тәһдиткә дуч келишимиз мумкин." Волсей сабиқ президент клинтон дәвридә 1993 -йилдин 1995 -йилғичә мәркизи ахбарат идарисиниң башлиқи болған. Кимберлий, дөләт мудапиә министирлиқиниң хәлқара бихәтәрлик сияситигә мәсул ярдәмчи министирлиқ вәзиписини өтигән. (Әркин)
- Көп қисим америкилиқлар хитайни йәнила тәһдид һесаблайдикән
- ٪ 58 Җәнубий корийиликләр хитайни яхши көрмәйдикән
- японийә мудапиә сияситини өзгәртти
- Америка билән японийиниң бихәтәрлик баянати хитайни нишанлиған
- японийә хитайниң мөлчәрдики дүшмән икәнликини ейтти
- Хитай һөкүмити хәлқ пулиниң тегишиш қиммитини қоюветиш вақтини бекитишни рәт қилди