Америка хитайға илғар техник експорт үстидики контроллуқини күчәйтти
2007.06.16
Америка һөкүмити, америкидин хитайға қилинидиған илғар техник експорти үстидики контроллуқни күчәйтип, йеңи бәлгилимиләр йолға қойди. Җүмә күни америка сода минстирлиқи тәрипидин елан қилинған йеңи тәдбирләр айропилан, айропилан матори вә илғар алақә үскүнлири қатарлиқ 20 түрдики илғар техник мәһсулатниң хитайға експортни қаттиқ контрол қилишни өз ичигә алидиған.
Америка сода минситири карлос гутерәс җүмә күни бу мунасивәт билән елан қилған баянатида, "бүгүн елинған қарарлар һәм миллий бихтәрликимиз һәм америка експорт содигәрлири һәмдә америкида иш имканийити яртииш үчүн пайдилиқ" дәп, көрсәтти.
Америка һөкүмити вә америка дөләт мәҗлисидә хитайниң америкидин импорт қилған илғар техникидин һәрбий техникисни күчәйтиш үчүн пайдилиниватқанлиқи тоғрисидики әндишиләр көпәймәктә.
Хәвәрләргә қариғанда, америка һөкүмити буниңдин сирт йәнә хитайға илғар техник експорт қилишта йеңи программа йолға қойидиған болуп, бу программиға асасән хитайдики " ишәнчлик херидарлар" експорт тиҗарәт гуваһнамиси болмисиму, америкидин илғар техник үскүнлири импорт қилалайдикән.
Америка һөкүмәт хадимлириниң билдүрүшичә, хитай ширкәтлири " ишәнчилик херидар" тизимликигә кириш үчүн , америкиниң илғар техниксни һәрбий мәқсәтләр үчүн ишлитилмигәнликини испатлиши керәк икән. Бундақ ширкәтләр буниңдин сирт йәнә кимниң игидарчилиқида икәнлики һәмдә пул муамилилири һәққидә америка һөкүмитигә мәлумат берип, америка һөкүмитниң ширкәтләрниң завутлирини тәкшүрүшини қобул қилиши керәк икән. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка кеңәш палата әзалири хитайға қарши қанун лайиһиси сунди
- Русийә хитай маллириға болған контроллуқни күчәйтти
- явропа иттипақи ташқи ишлар минстирлири хитай тәрәп вәкиллири билән айрим учрашти
- Қанун чиқарғучилар америка - хитай иқтисади сөһбитиниң нәтиҗисигә тәнқиди позитсийә тутти
- Америка -хитай истратегийилик иқтисадий диалоги ахирлашти, әмма мәсилә йәнила мәвҗут
- Франсийидә ядролуқ өзгүрүш тәҗрибиханиси қуруш үчүн 7 дөләт имза қойди
- Америка аләм бошлуқида 16 йил айланған телископни қутқазмақчи
- явропа иттипақи хитай експорт қилған аяқ кийимлиридин баҗ елишни қарар қилди
- Корла нәшпүти америкиниң екиспорт өлчимидин өтти