Тәйвәнниң дуня сәһийә тәшкилатиға әза болуш тәлипи рәт қилинди
2007.05.14
Дуня сәһийә тәшкилати дүшәнбә күни тәйвәнниң әзалиқ тәлипини рәт қилди. Тәйвән он йилдин бери дуня сәһийә тәшкилатида назарәтчи орнини қолға кәлтүрүш үчүн паалийәт елип бармақта. Лекин хитай һөкүмити дуня сәһийә тәшкилатиниң б д т ға қарашлиқ бир тәшкилат икәнликини көрситип, шуниң үчүн пәқәт мустәқил дөләтләрла бу тәшкилатқа әза болалайду, дәп тәйвәнниң әзалиқ тәлипигә қарши чиқмақта.
Тәйвән һөкүмити баянат елан қилип, тәйвәнниң дуня сәһийә тәшкилатиниң сиртида қилиши, б д т ниң қуш зукими қатарлиқ тез тарқилидиған кесәлликләргә қарши дуня миқясида елип бериватқан күришини тосалғуға учритиду дәп, агаһландурди.
Тәйвән сәһийә министири ху шеңмав, дуня сәһийә тәшкилатиниң қараридин кейин, тәйбидә мухбирларға бәргән баянатида, тәйвәнниң дуня сәһийә тәшкилатиға әза болуш үчүн елип бериватқан көришини изчил давамлаштуридиғанлиқини билдүрди. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Тәйвән хитайдики муһим нишанларға зәрбә бериш иқтидариға игә башқурулидиған бомбилирини истратегийилик орунлаштуруш пиланини оттуриға қойди
- Тәйвәндә 'җаң кәйши хатирә сарийи' ниң нами 'тәйвән демократийә хатирә сарийи' ға өзгәртилди
- Тәйвән хәлқи 'милләтчи партийә билән коммунист партийә һәмкарлиқи'дин бизар
- Тәйвән келәр һәптә бир йүрүш һәрбий маневир өткүзмәкчи
- Америка дөләт мәҗлисидә 16 нәпәр авам палата әзаси тәйвән һәққидә муһим тәклип оттуриға қойди
- Сант лукиа тәйвән билән хитай арисида дипломатийә талаш-тартишида қалди
- Тәйвән башқурулидиған бомбилириниң учуш мусаписини ашурди
- Тәйвән һөкүмитиниң дуня сәһийә тәшкилатиға әза болуш тәлипи хитай һөкүмитини биарам қилмақта