Хәлқара олимпик комитети, бейҗиң олимпик мәшилини тәйвәндин өткүзүш пиланидин вазкәчти
2007.09.22
Хәлқара олимпик комитети, 2008- йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғини мәшилини тәйвәндин өткүзүш пиланидин вазкечишни қарар қилди.
Хәлқара олимпик комитети хадимлири, пәйшәнбә күни бәргән баянатида, олимпик мәшилиниң тәйвәндин өтүши мәсилсидә 10айдин бери елип берилған музакириләрниң нәтиҗә бәрмигәнликини, шуңа олимпик мәшилини тәйвәндин өткүзүш пиланидин вазкичишни қарар қилғанлиқини билдүрди.
Тәйвән президенти чин шүйбийән, җүмә күни, хәлқара олимпик комитети хадимлириниң баянатидин кейин, мухбирлар билән өткүзгән сөһбитидә, олимпик мәшилиниң тәйвәндин өтүши мәсилсидә елип берилған сөһбәтләрдә, хитай тәрәпниң яхши нийәт билән һәрикәт қилмиғанлиқини, сөһбәтләрниң мушу сәвәбтин нәтиҗисиз қалғанлиқини көрсәтти.
Бейҗиң даирилири болса, тәйвән тәрәпниң олимпикниң руһини әксәттүридиған бир мәсилигә мәқсәтлик һалда сиясәтни арилаштурғанлиқидин нәтиҗисиз қалди дәп, көрсәтмәктә.
Хәвәрләргә қариғанда, олимпик мәшили мәсилсидә тәйвән билән хитайниң келишәлмигәнлики, икки тәрәп оттурисидики ишәнчсизликниң қанчилик җиддий икәнликини көрситидикән.
Бейҗиң һөкүмити, олимпик тәнһәрикәт йиғини җәрянида, миллий байриқини ишләтмәслик, миллий гемнини ейтмаслиқ қатарлиқ шәртләр билән, тәйвәнниң 2008- йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғиниға қатнишишиға рухсәт қилидиғанлиқини билдүргән иди.
Сиясий мулаһизичиләрниң ейтишичә, олимпик мәшили мәсилсидә елип берилған сөһбәтләрниң мәғлубийәткә учриғанлиқи, олимпик тәнһәрикәт йиғинини әң қаттиқ дүшмәнләр оттурисидики сиясий ихтилапларни һәл қилалайдиған бир қорал дәп, көрситишкә тиришиватқан хәлқара олимпик комитети үчүнму җиддий бир зәрбә һесаблинидикән. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Дуня аяллар путбол лоңқиси хитайниң шаңхәй шәһиридә башланди
- Чен шүйбйән, б д т ға әза болуш нийитидә чиң туридиғанлиқини тәкитлиди
- Д у қ хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқиниң чақириқиға қарши баянат елан қилди
- Атақлиқ кино чолпини ричард гер, хитайни кишилик һоқуқ мәсилисидә очуқ болушқа чақирди
- Әнгилийә минситири, хитай һөкүмитидин кишилик һоқуқ хатирисини яхшилишини тәләп қилди
- Гретсийидики от апитидә 50 тин артуқ адәм өлди
- Америка б д т дин, тәйвән хитайниң бир қисими дегән баянатини түзүтишини тәләп қилмақта
- Афенада бейҗиң олимпик йиғиниға қарши кишилик һоқуқ мәшили яндурулди