Тайландта һәрбийләр һөкүмәткә қарши сиясий өзгириш қозғиди
2006.09.19
Тайландта һәрбийләр чаршәнбә күни баш министир таксен шинаватрадин һоқуқни өткүзүвелип, пайтәхт банкок кочилирида һәрбий һаләт елан қилди.
Тайланд армийисиниң штаб башлиқи генерал сонди буняраткелин, тайланд буйичә һәрбий һаләт елан қилинғанлиқини вә асасий қанунниң тоңлитилғанлиқини елан қилған. Тайланд һәрбий қисимлири чаршәнбә күни баш министир таксенниң ишханисини қамал қилип, телевизор истансисини контрол қилди вә һоқуқниң вақтинчә падишаһға өткүзүп берилидиғанлиқини җакарлиди.
Һәрбий тәрәп елан қилған буйруқнамидә, " пайтәхт банкокниң һәрбий вә сақчилар тәрипидин өткүзүвелинғанлиқи тәкитләнгән. Тайланд һәрбий тәрәп баянатчиси, " әмди һөкүмәт дөләтни идарә қилмайду " дәп баянат бәрди. Сиясий өзгириш җәрянида өлүм - йитим вәқәси йүз бәрмигән.
Бу 1992 - йилдин бери тайландта йүз бәргән тунҗи һәрбий сиясий өзгириш болуп һесаблиниду. Вәқә йүз бәргәндә баш министир таксеин ню - йоркта иди. У бу йәргә б д т омуми қурултийиға қатнишиш учүн кәлгән. Таксен, һәрбий қисимларни газармиға қайтишқа чақирди вә штаб башлиқи сонди буняраткелинни вәзиписидин елип ташлиғанлиқини елан қилди. (Әркин)









