Тайланд армийиси икки һәптә ичидә йеңи рәһбәрни сайлап чиқмақчи
2006.09.20
Тайландта һөкүмәткә қарши сиясий өзгириш қозғап һәрбий һаләт елан қилған тайланд армийиси чаршәнбә күни телевизийә истансисини контрол қилғандин кейин икки һәптә ичидә вақитлиқ һөкүмәт рәһбирини сайлап чиқидиғанлиқини җакарлиди.
Тайланд армийиси генерали соңти ахбарат елан қилиш йиғинида йәнә, вақитлиқ рәһбәрни сайлап чиққандин кейин 2007 - йили 10- айдин илгири сайлам өткүзилидиғанлиқини билдүргән. Униң ипадилишичә, тайланттики сиясий давалғуш бир нәччә ай давамлашқан болсиму, қан төкүлмигән һаләттә пайтәхт банкокниң һәрбий вә сақчилар тәрипидин өткүзүвелинған. У йәнә " тайланд һөкүмити ичидики чириклик, тайландниң сиясий түзүлмисигә бузғунчилиқ елип кәлгән иди" дәп көрсәткән.
Һәрбий қисимлар һазирчә һоқуқни падишаһниң башқурушиға өткүзүп бәрди. Ахбаратлар падишаһниң һәрбий қисимларниң сиясий өзгириш қозғишиға нисбәтән ипадә билдүрмәй сүкүттә туруши, униң қоллиғанлиқиниң ипадиси дәп тәһлил қилмақта. Нөвәттә тайландниң һәрбий, сиясий, мәмурий вәзийитини һәрбий қисимлар контрол қилмақта, бу тайландта 15 йилдин буян һәрбий қисимларниң тунҗи қетим дөләтни идарә қилиши һесаблиниду. (Гүлчеһрә)









