Тибәтләр, афенадики олимпик йиғининиң йепилиш мурасимида хитайларға наразилиқ билдүрди


2004.08.29

Тибәт паалийәтчилири атинадики олимпик тәнтәрбийә йиғининиң йәкшәнбә күнки йепилиш мурасимида тибәт байриқини чиқирип , 2008 - йилдики олимпик тәнтәрбийә йиғининиң саһипхан дөлити болған хитайниң кишилик һоқуқ хатирисигә наразилиқ билдүрди.

Тибәтлик паалийәтчиләр , тибәт байриқини қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири астидики олимпик йиғининиң йепилиш мурасими өткүзилгән тәнтәрбийә сарийиға мувапиқийәтлик әкирип , йепилиш мурасими башлинишдин бир қанчә минут бурун тибәт байриқини чиқарған . Бирақ тибәтләрниң қолидики байрақ билән тибәт байриқи чүшүрилгән майкилар әтраптики сақчилар тәрипидин йиғивелинди .

Ройтерс ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә , хәлқара тибәт һәркитиниң баянатчиси тәнзин севу , бейҗиң билән хитай тибәтләрниң кишилик һоқуқини дәпсәидә қилип туруп олимпик йиғини өткүзишкә лайиқ әмәс дәп көрсәткән . 2008 - Йилдики олимпик йиғини бейҗиңда өткүзилиду . Бейҗиң. Атинадики олимпик йиғининиң йепилиш мурасимида олимпик байриқини тапшуривалди . Олимпик йиғининиң йепилиш мурасимидин бир қанчә күн илгири чәтәлдики уйғур тәшкилатлар , хитай димократлири тибәтләрниң наразилиқ һәркитигә аваз қошидиғанлиқини җакалиған . 25 - Авғуст күни хәлқара кишилик һоқуқ күзүтиш тәшкилати баянат елан қилип , хитай һөкүмитини 2008 - йилдики бейҗиң олимпик йиғиниғичә кишилик һоқуқ , әмгәк һоқуқи вә мәтбуат әркинлики бойичә ислаһат елип беришқа чақирған иди . (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.